Ақсарай хитайниң чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш қанунидин “җиддий әндишә қиливатимиз” деди
2016.04.30
Хитайниң пәйшәнбә күни чәтәл аммиви тәшкилатлирини башқуруш қанунини мақуллиши америка һөкүмити, сода мәнпәәт гуруһлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриди.
Ақсарай пәйшәнбә күни баянат елан қилип, “америка һөкүмити мәзкур қанунниң хитайда аммиви тәшкилатларниң паалийәт бошлуқини техиму тарайтиветишидин, америка вә хитайдики шәхс вә аммиви тәшкилатларниң өз - ара алақисигә дәхли йәткүзүшидин чоңқур әндишә қилиду” дәп көрсәтти.
Ақсарай баянатида йәнә, “биз хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа, кишилик һоқуқни қоғдиғучилар, ахбаратчилар, тиҗарий гуруһлар, кәспий хадимлар, хитайдики чәтәл аммиви тәшкилатлирини өз ичигә алған барлиқ иҗтимаий гуруһларниң паалийити, әркинликигә һөрмәт қилишқа чақиримиз” дегән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәзкур қанунда сақчиларға зор һоқуқ берилгәнликини, униң хитайдики чәтәл аммиви тәшкилатлириниң паалийитини чәкләпла қалмай, хитай аммиви тәшкилатлириниң паалийитигиму тосқунлуқ қилидиғанлиқини билдүрди.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул директори софий речардсон бу қанун “хитайниң кишилик һоқуқ бузғунчилиқини қанунлаштурушидики әң күчлүк қорал” дәп көрсәтти.
Бирақ, хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси хуа чүнйиң җүмә күни бу һәқтики тәнқидләрни рәт қилип, униң хитайда қанун билән башқурушни күчәйтидиғанлиқини илгири сүргән. У, “биз алақидар дөләтләрниң хитайниң қанун чиқириш игилик һоқуқиға һөрмәт қилишини үмид қилимиз” дегән.









