Хитай армийәси һиндистан билән талаш-тартиштики қара қурум каридорида маневир қилди
2024.03.29
Хитайниң “шинҗаң һәрбий райони” ға қарашлиқ қисимлири йеқинда игилик һоқуқи мәсилисидә һиндистан билән талаш-тартишта туруватқан қара қурум каридорида һәрбий маневир қилған вә маневирда раст оқ ишләткән. Хитай таратқулирида, һәрбий маневирниң деңиз йүзидин 5200 метир егиз болған қара қурум районида болғанлиқи қәйт қилинсиму, лекин маневирға қатнашқан әскәрләр сани, маневирниң конкрет қайси җайда вә қачан болғанлиқиға даир тәпсилатлар тилға елинмиған.
Хәвәрләрдә пәқәт шинҗаң һәрбий райониға қарашлиқ қисимларниң раст оқ маневири қилғанлиқи тәкитләнгән. Һалбуки, X (бурунқи тиветтер) тики инкасларда бу қетимқи маневирниң һиндистан билән хитай тәрәп игилик һоқуқи мәсилисини талишиватқан қара қурум өткилидә болғанлиқи қәйт қилинмақта. Һиндистанлиқлар тәрипидин “шаксгам җилғиси” (Shaksgam) дәп аталған қара қурум өткили, һиндистан контроллуқидики җаму-кәшмиргә чеградаш болуп, тәхминән 5200 кивадрат километирлиқ бу земин 1963-йили пакистан тәрипидин хитайға өткүзүп берилгән.
Мәлум болушичә, һиндистан бу земинда игилик һоқуқи барлиқини изчил тәкитләп кәлгән иди. Хитай һөкүмәт таратқулиридин “йәр шари вақти” гезитиниң 26-марттики видийолуқ хәвиридә қәйт қилинишичә, маневирда қисимлар қийинлиқ нуқтиси юқири болған егизликтә уруш мәшғулатлирини, җүмлидин йошурунуш, уруш аптомобиллирини ремонт қилиш, алақә, разведка, радарда чарлаш, акоп қурулуши қатарлиқ мәшқләрни қилған.
Қара қурум районидики бу маневирниң һиндистан баш министири модиниң йеқинда аруначал прадеш (Arunachal Pradesh) иштатини зиярәт қилиши, шуниңдәк хитай һөкүмити модиниң аруначал прадешни зиярәт қилишиға наразилиқ билдүрүшидин кейинла башланғанлиқи диққәт қозғимақта. Хитай һөкүмити “җәнубий тибәт” дәп атап келиватқан аруначал прадеш иштатида игилик һоқуқи барлиқини изчил түрдә тәкитләп кәлгән иди. Мәлум болушичә, һиндистан билән хитай арисидики чегра ихтилапи 1962-йили икки дөләт арисида кәң көләмлик чегра тоқунушиниң партлишини кәлтүрүп чиқарған.









