Хитай өзиниң 2 - авиаматкисини ясаватқанлиқини етирап қилди

Мухбиримиз әркин
2016.01.01


Хитай пәйшәнбә күни өзиниң 2 - авиаматкисини ясаватқанлиқини етирап қилди. Хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси авиаматкини хитайниң өзи лайиһәләйдиғанлиқини вә далйән портида ясилидиғанлиқини билдүргән.

“вашингтон почта гезити” ни җүмә күнки хәвиридә, хитайниң 2 - авиаматка қурулуши ғәрб вә хитай билән җәнубий деңизниң игилик һоқуқида ихтилапи бар қошна дөләтләрдә әндишә қозғайдиғанлиқини илгири сүрди.

Авиаматкиниң су сиқип чиқириш миқдари 50 тонна болуп, у хитайниң J - 15 типлиқ уруш айропиланлирини елип йүридикән. Хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси яң яҗун мухбирларға бәргән баянатида, “хитайниң узун деңиз саһили вә кәң деңиз тәвәлики бар. Бизниң деңиз игилик һоқуқимизға капаләтлик қилиш, мәнпәәтмиз вә һоқуқимизни қоғдаш хитай қораллиқ қисимлириниң муқәддәс вәзиписи” дегән.

Хитай җәнубий деңизниң истратегийәлик арал вә хәлқара қатнаш линийәлирини өз ичигә алған мутләқ көп қисмида игилик һоқуқ барлиқини дава қилип кәлгән. Әмма хитайниң игилик һоқуқ даваси униң билән америка, райондики вийетнам, филиппин, малайсия, бируней, японийә қатарлиқ дөләтләрниң мунасивитини җиддийләштүрүвәткән.

Хитайниң һазирқи “лявниң” намлиқ авиаматкиси совет иттипақидин украинаға мирас қалған маторсиз ташландуқ кемә иди. Уни 1998 йили бир хитай содигири авменда қимархана ясаймән, дәп сетивалған болсиму, әмма у кемә хитайға кәлгәндә ремонт қилинип, авиаматкисиға өзгәртилгән.

Хитай дөләт мудапиә баянатчиси яң яҗүн 2 - авиаматкиға даир деталлар вә униң қачан пүтүп чиқидиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.