Сузан райс билән җавлиҗйән арисидики сөз урушиға хитайниң һөкүмәт ахбаратиму арилашти
Хитайниң пакистанда турушлуқ муавин баш әлчиси җав лиҗйәнниң уйғур мәсилиси сәвәбидин тивиттирда америкиға һақарәт қилиши билән башланған сөз урушиға хитайниң “йәршари вақти гезити” му арилашти.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-07-16 -
-
-
Хитайниң пакистанда турушлуқ муавин баш әлчиси җав лиҗйәнниң уйғур мәсилиси сәвәбидин тивиттирда америкиға һақарәт қилиши билән башланған сөз урушиға хитайниң “йәршари вақти гезити” му арилашти.
10-Июл күни, б д т қармиқидики 22 әза дөләт имзалиқ мәктуп арқилиқ хитай һөкүмитини уйғур елидики уйғур қатарлиқ мусулман милләтләргә қаратқан назарәт вә тәқибләшни вә шундақла зор көләмлик тутқунни дәрһал тохтитишқа, б д т вә башқа мустәқил тәкшүргүчиләрниң районда һәқиқий йосунда тосалғусиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирғаниди.
Буниңдин қаттиқ нарази болған хитайниң пакистанда турушлуқ муавин әлчиси җав лиҗйән өзиниң тивиттирдики һесаби арқилиқ немишқидур тиғ учини америкиға қаратқан. У тивититирда америкида “ақ тәнликләрниң қара тәнликләрни қаттиқ кәмситидиғанлиқи”, “улар олтурған мәһәллиләрдин көчүп кетидиғанлиқи” ни илгири сүргән.
Җав лиҗйән тивиттирда йәнә, сәуди әрәбистан вә русийә қатарлиқ кишилик һоқуқ хатирисидә еғир мәсилиси болған 37 дөләтниң юқиридики 22 дөләткә қарши хитайни қоллап мәктуп язғанлиқини пәш қилип туруп, “мана бу америка вә униң шериклириниң йүзигә урулған бир шапилақ” дегән.
Буниң билән, 15-июл күни америкиниң сабиқ дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси сузан райс йәкшәнбә күни җав лиҗйәнгә тивиттирдә инкас қайтуруп уни: “рәзил ирқчи” дегән. Шундақла җавлиҗйәндәк кишиләрниң америка чиграсидин киргүзүлмәйдиған кишиләр тизимликигә елиниши керәкликини ипадә қилған. Сузан райис йәнә хитайниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси суй тйәнкәйгә чақириқ қилип, җав лиҗйәнниң хитайға чақиртип кетилиши керәкликини билдүргән.
Һалбуки, хитайниң һөкүмәт авази болған “йәршари вақти гезити” болса 16-июл күни җавлиҗийәнни қоллайдиған мақалә елан қилип, йәнә америка һөкүмитигә һуҗум қилған. “йәршари вақти гезити” һәтта йәнә президент трампниму “ирқчи” дәп илгири сүрүп туруп, “америкиниң хитайниң милләтләр ишлириға арилишиш һоқуқи йоқлуқи” ни тәкитлигән.
Америка кишилик һоқуқ кеңишидин 2018-йили чекинип чиққан болуп, у юқиридики хитайға қарши имза қойған 22 дөләт ичидә болмисиму немә үчүн бу мәсилидә хитайниң һуҗум нишани болғанлиқи намәлум.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити гәрчә өзи хитай ичидә тивиттир қатарлиқ иҗтимаий тор бәтләрни тақивәткән болсиму, әмма униң җавлиҗийән вә сүй тийәнкәйгә охшаш бир қатар дипломатлири һазир бу торларда тушмутуштин һесаб ечип, униң-буниңға һуҗум қилмақтикән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, пакистанда вәзипә өтәйдиған җав лиҗийән дәсләптә тивиттирда “муһәммәд җавлиҗийән” дегән исим билән һесаб ачқан. Кейин 2017-йили хитай һөкүмити исламчә исимларни чәклигәндин кейин у муһәммәд дегән исимни өчүрүвәткән икән.