Хитай дипломатлири чәтәл һөкүмәтлириниң тәйвән сайлимиға болған инкаслирини тәнқид қилди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.16

Хитай ташқи ишлар министирлиқи вә хитайниң чәтәлләрдики дипломатийә органлири  13-январ шәнбә күни тәйвәндики пирезидент сайлимида ғәлибә қилип, пирезидентлиққа сайланған тәйвән демократийә вә тәрәққият партийәсиниң намзати лей чиңдени тәбриклигән чәтәл һөкүмәтлирини әйиблигән. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң чәтәл һөкүмәтлириниң тәйвәндики сайламни тәбриклиши тәйвәнгә қанунийлиқ ата қилиду, дегән әндишидә дәрһал инкас қайтурған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи 15-январ америка ташқи ишлар министири билинкенниң баянатиға инкас қайтуруп, униң сөзиниң “тәйвән мустәқил бөлгүнчи күчлири” гә  “җиддий хата сигнал беридиғанлиқи” ни илгири сүргән. Билинкен лей чиңдени тәбрикләш билән бир вақитта, вашингтонниң тәйвән билән болған мунасивитини техиму алға сүрүшни күтидиғанлиқини ейтқан.

Хитайниң лондонда турушлуқ әлчиханиси 14-январ күни елан қилған баянатида, әнглийә ташқи ишлар министири камеронниң лей чиңдени тәбриклиши вә  униң сайламни “тәйвәнниң җанлиқ демократийәсиниң бир дәлили” дәп тәриплишини “тоғра болмиған һәрикәт” дәп көрсәткән.

 Хитайниң японийәдики әлчиханиси болса японийә һөкүмитигә рәсмий дипломатийәлик наразилиқ билдүрүп, японийә тәрәпниң “тәйвән боғузидики тинчлиқ, муқимлиққа, шуниңдәк хитай японийә мунасивитигә кашила қилмаслиқи” ни тәләп қилған. Буниң алдида, японийә ташқи ишлар министири йоко камикава, тәйвәнни “пәвқуладдә муһим шерик вә интайин муһим дост” дәп тәрипләп, лекин тәйвән билән болған хизмәт мунасивитиниң “ғәйрий һөкүмәт асасида” икәнликини билдүргән. Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә йәнә 15-январ күни мисир пайтәхти қаһирәдә зиярәттә болған хитай ташқи ишлар министири ваң йиниңму “бир хитай сиясий” гә хилаплиқ қилған дөләтләрни агаһландурғанлиқи билдүрүлгән. Ройтерсниң  ейтишичә, хитайниң фирансийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрдики әлчиханилириму, бу дөләтләрниң тәйвәндики сайламни тәбриклишигә наразилиқ билдүргән. Шәнбә күнидики сайламда, тәйвән демократийә тәрәққият партийәсиниң намзати лей чиңде, 40 пирсәнттин артуқ аваз билән сайламниң ғәлибисигә еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.