Хитай дуня бойичә әң чоң җазанихорға айланған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.11.08

“германийә авази” ториниң 7-ноябир күни елан қилған бир хәвиридә ейтилишичә, хитайниң 2000-йилдин 2021-йилғичә тәрәққий қиливатқан дөләтләргә бәргән қәрзи 1 тириллийон 340 милярд долларға йәткән болуп, бу қәрзниң көп қисми “бир бәлбағ бир йол” пиланиға киргән дөләтләргә берилгән. Бу қәрзниң қанчилик өсүм билән берилидиғанлиқиму бир сир болуп, хитай бу ғайәт зор соммилиқ қәрз тарқитиш билән, дуня бойичә әң чоң қәрз бәргүчи, шундақла әң чоң өсүм йегүчи җазанихорға айланған.

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай бундақ җазанихорлуқи билән дуня миқясида ғәлитә һәм қорқунчлуқ бир образ тиклигән вә башқа дөләтләрни биарам қилишқа башлиған. Тәрәққий қиливатқан дөләтләр хитайдин қәрз елип, униң өсүмини әмәс, қәрзниң өзиниму қайтуралмайватқан болуп, бу қәрз соммиси аз дегәндә 1 тириллийон 100 милярд долларға йәткән.

Өткән айда бейҗиңда ечилған “3-қетимлиқ бир бәлбағ бир йол қурулуши хәлқара һәмкарлиқ йиғини” да ши җинпиң бу қурулуш үчүн йәнә 100 милярд доллар аҗритидиғанлиқини вәдә қилғаниди. Ши җинпиңниң бу қилмиши чәт әлдики хитай таратқулирида “ши җинпиңниң пул бузуши” дәп атилип кәлмәктә.

Ғәрб әллири хитайниң бу “қәрз тузиқи” ни тәнқидлигән, сириланка қатарлиқ дөләтләрму хитайниң бу “ул әслиһә қурулушиға ярдәм бериш түри” ниң өзлирини еғир қәрзгә боғуп қойғанлиқидин шикайәт қилишқа башлиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.