Хитай әлчиси: түркийәниң уйғур мәсилисидики позитсийәси иқтисадий мунасивәтләргә зиянлиқ

Мухбиримиз ирадә
2019.03.01

Хитайниң түркийәдә турушлуқ баш әлчиси түркийәниң хитайни уйғур мәсилисидә әйиблиши “иқтисадий мунасивәтләргә зиян йәткүзиду”, дәп агаһландурған.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң түркийәдә турушлуқ баш әлчиси дең ли мәзкур агентлиқниң зияритини қобул қилғанда, икки дөләт мунасивәтлиридә көрүлидиған уқушмаслиқ вә зиддийәтләрниң диалог арқилиқ һәл қилиниши керәкликини, қарши тәрәпни очуқ-ашкара тәнқид қилишниң тоғра усул әмәсликини ейтқан.

У сөзидә: “әгәр сиз иҗабий болмиған усулни таллисиңиз, у һалда икки дөләт арисидики өз-ара ишәнч, чүшинишкә тәсир йетип, нәтиҗидә бизниң сода вә иқтисадий мунасивәтлиримизгә зиян бериду” дегән.

Түркийә һөкүмити 2 йиллиқ сүкүттин кейин, ахири өткән айда баянат елан қилип, хитай һөкүмитини уйғур елидә йолға қойған җаза лагерлирини тақашқа чақирған иди. Түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму 25‏-феврал күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40‏-нөвәтлик йиғинида сөзлигән нутқида түркийәниң мәйданини йәнә бир қетим оттуриға қоюп: “хитай һөкүмити террорчилар билән бигунаһ инсанларни пәрқләндүрүши керәк” дегән.

Түркийәниң мәйдани хитайни қаттиқ нарази қилған иди. Хитайниң ташқи ишлар баянатчиси лукаң буниңға қайтурған инкасида түркийәниңму террорлуқ тәһдити астидики дөләтликини пәш қилип, “әгәр түркийә террорлуққа қарши турушта ‛икки хил өлчәм‚ қолланса, у башқиларға зиян селиш билән тәң өзигиму зиян салиду” дегән.

Хитайниң түркийәдә турушлуқ баш әлчиси дең ли бүгүнки сөзидә болса түркийәни иқтисад арқилиқ тәһдит қилип, “яхши дипломатик мунасивәт иқтисадий мунасивәтләрниң тәрәққияти үчүн кәм болса болмайдиған амил” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.