Америка: “шинҗаңда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған хитай әмәлдарлириға тәдбир қоллинишни ойлишиватимиз”
Америка ташқи ишлар министирлиқи 14-март күни американиң уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан хитай әмәлдарлириға нишанлиқ тәдбир қоллинишни ойлишиватқанлиқини, уйғур районида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң “инсанийәт үчүн еғир номус” икәнликини тәкитлигән.
-
Мухбиримиз әркин
2019-03-15 -
-
-
Америка ташқи ишлар министирлиқи 14-март күни американиң уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан хитай әмәлдарлириға нишанлиқ тәдбир қоллинишни ойлишиватқанлиқини, уйғур районида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң “инсанийәт үчүн еғир номус” икәнликини тәкитлигән.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси роберт палладино 14-март өткүзүлгән күндилик ахбарат йиғинида, “биз бу қилмишни садир қиливатқан кишиләрниң җавабкарлиқини сүрүштүримиз. Шуниңдәк уларға қарита нишанлиқ ембарго, нишанлиқ тәдбирләрни қоллинимиз” дегән. Палладино американиң 2018-йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилинип арқидинла бу сөзләрни қилған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 13-март күни елан қилинған доклатида уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити наһайити әтраплиқ тонуштурулған.
Доклатта, хитайниң йиғивелиш лагерлирини қуруп, уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләрни кәң көләмлик қамишидики мәқсити уларниң “мәдәнийити, диний етиқадини йоқитиш” икәнлики тәкитләнгән иди. Ройтерсниң хәвиридә тәкитлинишичә, роберт палладино кейинрәк өзиниң ембарго, дегән сөзни хата ишләткәнликини билдүргән. Әмма “нишанлиқ тәдбир қоллинимиз” дегән сөзиниң мәнисигә чүшәнчә бәрмигән.
У “давамлиқ хитайни райондики сияситигә хатимә беришкә, халиғанчә тутқун қилинған кишиләрни қоюп беришкә чақиридиғанлиқи” ни билдүргән.
Униң тәкитлишичә, у түркийәниң йеқинда уйғур дияри вәзийитигә бәргән баһаси вә униң районда йүз бериватқан ишларни “инсанийәт үчүн еғир номус” дегәнликигә наһайити қайил болған. Роберт палладино пәйшәнбә күни юқириқи сөзләрни қилиштин сәл бурун хитай һөкүмити баянат елан қилип, американиң доклатидики уйғур вәзийитигә даир тәнқидләрни қаттиқ сөзләр билән кәскин рәт қилған иди.