Хитай әнглийә саяһәт ширкәтлирини уйғур елидә “ясалма” саяһәт түрлиригә уюштурмақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.01.06

Хитай даирилири уйғур елигә техиму көп тәрәп саяһәтчилирини җәлп қилиш үчүн әнглийә саяһәт ширкәтлириниң хадимлирини, әнглийә парламенти тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” райони, дәп елан қилинған уйғур елидә “ясалма” саяһәт түрлиригә уюштурмақтикән. Әнглийә “вақит” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу хил “ясалма” саяһәт түрлириниң чиқимини хитай тәминләватқан болуп, хитай бу саяһәт хадилириниң техиму көп ғәрбликләрни уйғур елидә саяһәттә болушқа риғбәтләндүрүшини үмид қилмақтикән. 2023-Йили “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” мәхсус доклат елан қилип, уйғур илиға бир қисим саяһәт түрлирини тәшкилләватқан бир қанчә ғәрб саяһәт ширкитини хитайниң уйғур елидики “ирқий қирғинчилиқ саяһәт түрлири” гә иштирак қилишни тохтитишини тәләп қилған. Нәтиҗидә, бир қисим ширкәтләр уйғур елигә қаратқан саяһәт түрлирини тәшкилләшни тохтатқаниди.

Лекин әнглийә “вақит” гезитиниң 5-январ бәргән хәвиридә ашкарилинишичә, хитай тәшкиллигән бу саяһәт түрлиригә, әнглийә саяһәт ширкәтлириниң хадимлириму қатнашқан. Хәвәрдә, “сотсиялистик хитайниң достлири” намлиқ бир хитайпәрәс тәшкилатниң бу қетимлиқ саяһәт һәққидә мәхсус “шинҗаңни доклат қилиш: шинҗаңдики йеңилиқ вә көп хиллиқ” дегән темида нәқ мәйдан һәм тор сөһбити өткүзгәнлики, сөһбәттә бир саяһәт ширкити хадиминиң “шинҗаңдики көп хиллиқ вә гүллиниш” ни махтап һали қалмиғанлиқи билдүрүлгән. “вақит” гезитиниң қәйт қилишичә, 80 кишилик шу қетимлиқ саяһәт түригә әнглийәдин 8 нәпәр, явропа дөләтлиридин 7 нәпәр саяһәт ширкити хадими қатнашқан икән.

Хәвәрдә, мутәхәссисләр хитайниң районға мунасивәтлик “сәлбий учурлар вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики баянларни америка ойдуруп чиқарған, дегән қарашқа наһайити көп мәбләғ салған” дәп көрсәткәнлики, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң, саяһәтчилик “уйғурларни назарәт қилиш вә експлататсийә қилишниң ачқучлуқ тактикиси” болуп қалғанлиқини көрсәткәнлики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.