Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғурларни җимиқтуруш үчүн юртлиридики уру-туққанлирини нишанлиғанлиқини әйиблиди
2021.07.08
Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғурларни җимиқтуруш үчүн уларниң юртлиридики уруқ-туққанлирини нишанлиғанлиқини әйиблиди.
Дуня уйғур қурултийи 7-июл күни елан қилған баянатида “өткән бир нәччә айда хитай даирилириниң чәт әлләрдики уйғурларни нишан қилишни йәниму күчәйтип, әгәр улар сөзләшни тохтатмиса, шәрқий түркистандики аилә әзалирини тутқун қилиш вә түрмигә ташлаш билән тәһдит қиливатқанлиқ” ни билдүргән.
Баянатта дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мундақ дегән: “уйғур аилилирини парчилаш хитай коммунистик партийәси йиллардин бери уйғурларға қиливатқан бастуруш вә еғир зулумниң бир парчиси болуп кәлди. Хитай һөкүмити уйғурларниң ата-аниси, қериндашлири вә балилирини тутуп қелиш яки уларни чәт әлдики туғқанлирини әйибләшкә мәҗбурлаш арқилиқ, чәт әлдики уйғурларниң уйғур қирғинчилиқи тоғрисида сөз қилишиниң алдини алмақчи.”
Дуня уйғур қурултийи баянатида хитайниң аталмиш “шинҗаң-чәт әл достлуқ җәмийити” қатарлиқ орунлириниң оттура асия вә түркийә, росийә қатарлиқ дөләтләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни ата-аниси билән көрүштүрүшкә мәҗбурий орунлаштуруватқанлиқини, уларни оқушни пүттүргәндин кейин қайтишқа мәҗбурлаватқанлиқини, буни рәт қилғанларниң ақивитиниң еғир болидиғанлиқи һәққидә тәһдит селиватқанлиқини тәнқид қилған. Улар йәнә хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдә гуваһлиқ бериватқан лагер шаһитлириниң юртлиридики уруқ-туғқанлириниңму хитай тәрипидин мәҗбурий һалда ахбарат йиғинлириға қатнаштурулуватқанлиқини билдүргән.
Дуня уйғур қурултийи баянатида қурултай рәиси долқун әйса әпәндини мисал қилип, униң аписи 2018-йили лагерда җан үзгәндин кейин, 2019-йили 1-айда хитайниң бир тәшвиқат мақалисидин дадисиниңму қаза қилғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини, йәнә бир мақалидә уруқ-туғқанлириниң долқун әйсани әйибләшкә селинғанлиқини вә йеқинда хитай һөкүмитиниң униң инисни муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнликини билдүргән. Баянатта дуняниң һәрқайси җайлиридики һөкүмәтләрни өз тәвәликидә яшаватқан уйғурларни хитайниң тәһдити вә паракәндичилидикидин қоғдашни тәләп қилған.









