Голландийә алимлириниң ген техникисида хитай билән һәмкарлишиши ғулғула қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2021.10.06

Йеқинда голландийәдики әң даңлиқ үч тәҗрибиханиниң хитай алимлири билән ген техникисиға мунасивәтлик тәтқиқатта узундин бери һәмкарлишип келиватқанлиқи мәлум болди. Буниң билән мәзкур саһәдики көплигән мутәхәссисләр бу хил һәмкарлиқниң башқа сәлбий мәзмунларға четилип қелиш еһтималидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

“голландийә вақти” гезитиниң 6-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, бу һәмкарлиқ асасидики тәҗрибидә шәхсләрниң ген архипи һәмдә чирай тонуш техникиси асасий тема қилиған икән. Гәрчә голландийә қанун тармақлири бу техникилар арқилиқ җинайәтчиләрни из қоғлашни асанлаштурмақчи болған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң бу техникилар арқилиқ уйғур диярида зор көләмлик тутқун вә лагерлар системисини маңдуриватқанлиқи мәлум болған. Йәнә келип бу тәтқиқатларниң йәттә қетимлиқида ишлитилгән ген әвришкилири уйғурлардин елинған болуп, булардин үчи қан әвришкиси икән. Буларни тәминлигән орун хитай җамаәт хәвписзлик министирлики болуп, бу әвришкиләрни алғанда, ашу уйғурларниң иҗазитини алған яки алмиғанлиқи намәлум икән.

Лувен университетиниң профессори йвес морав бу һәқтә мухбирларниң зияритини қобул қилған һәмдә “голландийә алимлириниң ген тәтқиқатида хитай билән һәмкарлишиши түптин хата болған бир һәрикәт. Чүнки хитайда шәхсләрниң ген әвришкисини алғанда, уларниң иҗазитини елиш һөкүмәт үчүн бирдәмлик иш,” дегән. Бу тәтқиқатлар билән мәшғул болған тәҗрибиханиниң бири лейдин университети қармиқида болуп, уларниң мәсул хадими бу мәсилигә изаһ берип: “биз пәқәт хитайдики алий мәктәп орунлири билән һәмкарлаштуқ. Улар хитай сақчи системисиға мәнсуп әмәс,” дегән.

Буниңдин илгири америкидики уйғур алимлардин шөһрәт мутәллипниңму хитай алимлири билән мушу хилдики һәмкарлашма тәтқиқат үчүн ишлигәнлики мәлум болған һәмдә муһаҗирәттики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.