Хитай баш министири хитай мәбләғ салған гвадар айродурумниң ечилиш мурасимиға қатнашти
2024.10.15
Бирләшмә агентлиқниң 10-айниң 14-күнидики хәвиригә асасланғанда, хитай баш министири ли чяң пакистан сәпириниң бешида хитай мәбләғ салған айродурумниң ечилиш мурасимиға тор арқилиқ қатнашқан. Бу айродурум хитай тәрипидин хәтәрлик дәп қаралған балучистан райониға җайлашқан болуп, бу районидики хитай әслиһәлири изчил “балучистан азадлиқ армийәси” ниң қораллиқ һуҗум нишани болуп кәлгән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай баш министири ли чяң шәхсән балучистанға бармиған. Әксичә, балучистандин 2000 километир йирақлиқтики пайтәхт исламабадта гвадар (Gwadar) айродуруминиң ечилиш мурасимиға тор арқилиқ мәвһум шәкилдә қатнашқан. Балучистан райони қәшқәрдин гвадар портиға тутишидиған “хитай-пакистан иқтисади каридори” ниң деңизға чиқиш еғизиға җайлашқан болуп, айродурум гвадар портиниң йениға қурулған. Мәзкур айродурум пакистандики әң чоң айродурумларниң бири болуп, уйғур елини пакистан деңиз қирғиқиға туташтуридиған 75 милярд долларлиқ “хитай-пакистан иқтисадий каридори” ниң ул теши, дәп қарилиду. Пакистан баш министири шаһбаз шәриф мурасимда “хитайдики қериндашлиримизниң бу совғиси ‛хитай-пакистан иқтисади каридори‚ ниң йәнә бир гүлтаҗиси болғуси” дегән. Шуниңдәк ли чяңға өзлириниң пүтүн күчи билән тиришип хитай ишчилириниң бихәтәрликигә кепиллик қилидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, хитай изчил түрдә пакистанниң әң ишәнчлик иттипақдашлириниң бири болуп, даим “қийинчилиққа дуч кәлгән қошнисини қутқузушқа иқтисадий ярдәм” берип кәлгәнлики мәлум. 10-Айниң бешида, карачидики инженерлар әтрити әҗәллик һуҗумға учрап, икки хитай ишчи өлгән иди. Балучистан қораллиқ күчлири өзлириниң бу һуҗумға җавабкар икәнликини елан қилған һәмдә “балучистанниң байлиқи чәтәлгә сетилмақта, балучистан хәлқи буниңдин қилчиликму мәнпәәт қазанғини йоқ” дәп пакистан һөкүмитини әйиблигән иди.