Хитай һөкүмити тибәт һәрбий райони баш қомандани ваң хәйҗяңни уйғур райониға йөткигән

Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, хитай мәркизий һәрбий ишлар комитети тибәт һәрбий райониниң баш қомандани болған ваң хәйҗяңни “шинҗаң һәрбий райони” ниң баш қомандаинлиқ вәзиписигә тәйинлигән. У уйғур райониға кәлгәндин кейинки бу бир қанчә күндә, сәптин чекингән һәрбий әмәлдарларни узитиш вә үрүмчи “инқилави қурбанлар қәбриси” ни йоқлаш паалийәтлиригә қатнашқан.

Мәлуматларға қариғанда, ваң хәйҗяң сичүәнлик болуп, 1963-йил туғулған; һәрбий мәктәпни пүттүргәндин кейин илгири-ахир болуп, “азадлиқ армийә” 61-дивизийә башлиқи, “җәнубий шинҗаң һәрбий райони” ниң муавин баш қомандани, тибәт һәрбий райониниң баш қомандани қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 2019-Йил генрал лейтенант дәриҗисигә өстүрүлгән.

Ваң хәйҗяңниң “шинҗаң һәрбий райони” ниң баш қоманданлиқиға тәйинлиниши көзәткүчиләрниң диққитини қозғаватқан болуп, хитай һөкүмити 2016-йил тибәт парткоминиң секритари чен чүәнгони уйғур райониға йөткәп келип, бу районда ирқий қирғинчилиқ йүргүзгән болса, бу қетим хитай генрали ваң хәйҗяңни йөткәп келиш арқилиқ бу җинайәткә арқа тирәк болуш вә күнсери күчийиватқан хәлқара бесимни тәһдит дәп қарап, уйғур райониниң һәрбий контроллуқини техиму чиң тутушни мәқсәт қиливатқан болуши мумкин икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org