“хитайниң һәрбий күчи” намлиқ әң йеңи доклат хитайниң һәрбий җәһәттики һазирлиқлири вә дуч келиватқан қийинчилиқлирини ашкариланған
2024.12.20
“қиядики уруш” (War on the Rocks) торида америка дөләт мудапиә министирлиқи тәйярлиған “хитайниң һәрбий күчи” намлиқ әң йеңи доклат елан қилинған. Доклатта, хитайниң һәрбий саһәдә қолға кәлтүргән илгириләшлири вә дуч келиватқан қийинчилиқлири мулаһизә қилинған.
Мәзкур доклатта, хитайниң иккинчи дуня урушидин буян һәрбий күч-қуввәт җәһәттә қолға кәлтүргән илгириләшлири, җүмлидин ядро қораллар, ракета вә әмәлий уруш җәһәттики илгириләшлири анализ қилинған. Шуниң билән бир вақитта йәнә, хитайниң һәрбий җәһәттики техникилиқ аҗизлиқлири вә әмәлий уруш тәҗрибисидики йочуқлири көрситип өтүлгән. Доклатта йәнә хитайниң ядро бомбилириниң сани һазирқи 600 дин тез сүрәттә көпийип, 2030-йилға барғанда 1000 дин ешип кетидиғанлиқи мөлчәрләнгән.
Доклатта хитайниң 2035-йилидин 2049-йилиғичә һәрбий җәһәттә йәр шариға һөкүмранлиқ қилиш орнини қолға кәлтүрүш үчүн, чириклик вә тәшкилий қурулма җәһәттики аҗизлиқ һәм ички хирисларға қаримай, һәрбий җәһәттики илгириләшни давам қилишқа тиришидиғанлиқи, ши җинпиң һакимийәттики мәзгилидә тәйвән мәсилисини һәл қилиш нийитидин ваз кәчмәйдиғанлиқи тәкитләнгән.
Бу һәқтики әң йеңи доклатта ейтилишичә, хитайниң дөләт мудапиә хамчоти 330 милярд доллардин 450 милярд долларғичә болуп, актип һәрбий вәзипә өтәватқан әскири 2 милйондин ашидикән. Униңдин башқа хитайниң деңиз армийәси вә һава армийәсиниң муһим күчлири давамлиқ ешиш һалитидә икән.
Доклатта дейилишичә, хитайниң йеқинқи бир нәччә йилда ядро қораллирини америка истихбарат даирилири пәрәз қилған сүрәттинму тез қәдәмдә ғайәт зор күч билән кеңәйтиватқанлиқи, америка үчүн йеңи әндишиләрни пәйда қилған. Бу вәзийәт америка армийәсиниң узун йиллардин бери ядро қораллирини русийәни нишан қилип орунлаштуруштәк һәрбий исхемисини пүтүнләй бузуп ташлиған. Дәрвәқә, бу сәвәблик америка пирезиденти җов байден 2024-йилиниң март ейида америка армийәсигә ядро қораллириниң истратегийәлик орунлаштуруш нишанини хитайни мәркәз қилған һалда тәңшәшкә буйруқ бәргән иди.