Хитай һөкүмити 22 дөләтниң бирләшмә тәнқидигә қарита өзини ақлиди

Мухбиримиз әзиз
2019.07.11

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәхсус йиғинида 22 дөләт бирләшмә мәктупқа имза қоюп, хитай һөкүмитини уйғурлар дияридики қанунсиз тутқунни тохтитиш вә йиғивелиш лагерлирини тақашқа чақирғаниди. 10-Июл күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң бу һәқтә сөз қилип: “биз ашу дөләтләрни пакитқа һөрмәт қилишқа, бир тәрәплимә вә әпқачти параңларға қулақ салмаслиққа дәвәт қилимиз. Шундақла шинҗаң мәсилисигә алақидар ички ишлиримизға арилашмаслиққа чақиримиз” дегән.

Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай күндилик хәвәрләр” гезитиму 10-июл күни дәрһалла “шинҗаң әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси” ниң сабиқ партийә секретари вә пәхрий мудири болған лю биң арқилиқ америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң уйғурлар мәсилиси һәққидә хитайға қаратқан тәнқидлиригә инкас қайтуруп хитай һөкүмитини ақлиди.

Лю биң мақалисидә: “америка шинҗаңдин нәччә миң километир йирақта. Әмма улар өзлириму келип бақмиған бир җай һәққидики ялған-явидақларға шунчә асан ишинип кәтмәктә” дейиш арқилиқ хәлқара ахбаратларниң уйғурлар дияри һәққидики тәпсилий вә биринчи қол мәлуматлирини инкар қилишқа урунған. Шундақла 2004-йили нәшр қилинған “шинҗаң: хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ әсәрниң апторлирини “гәрчә шинҗаңға келип баққан болсиму тарихий пакитларни вә реаллиқни бурмилап баян қилған” дәп әйиблигән.

Мақалида лю биң йәнә америка һөкүмитини “мушу хилдики дүшмәнлик һәрикәтлириниң башламчиси” дәп қариған һәмдә “америка һөкүмити ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ни көрәлмәй, уйғурлар мәсилиси арқилиқ әтраптики дөләтләрни бу қурулушқа қатнашмаслиққа үндәватиду” дәп әйиблигән.

Һалбуки йеқинқи мәзгилләрдә арқиму-арқидин уйғурлар дияриға берип кәлгән һәрқайси ахбарат васитилириниң мухбирлири хитай һөкүмитиниң қатму-қат тосқунлуқлириға қаримай топлап кәлгән мәлуматлар, шундақла радийомиз мухбирлири игилигән биринчи қол учурлар хитай һөкүмитиниң уйғурларға мәдәнийәт вә етник җәһәтләрдә омумйүзлүк тазилаш сиясити йүргүзүватқанлиқини йетәрлик дәриҗидә көрситип турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.