Хитай һөкүмити б д т ниң уйғур елидики һәқләр дәпсәндичиликини тәкшүрүш тәлипини рәт қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.09.02

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң кишилик һоқуқ алий кеңиши өзлири 2022-йили 31-авғустта елан қилған уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини мәркәз қилған доклатниң икки йиллиқ хатирисидә, хитай һөкүмитини бу саһәләрдики мәсилиләрни тәкшүрүп чиқишқа чақирған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи буниңға инкас қайтуруп. “бундақ мәсилә мәвҗут әмәс. Шинҗаңда һазир иҗтимаий муқимлиқ вә иқтисадий гүллиниш давам қиливатиду” дегән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ли җйән 28-күни чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида юқириқи сөзләрни қилған. Шуниңдәк хитай һөкүмитиниң б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши билән улар оттуриға қойған бу мәсилә һәққидә “паал вә қизғин сөһбәт” тә болушқа тәйяр икәнликини, әмма һечқандақ күчниң мушу мәсилиләрни баһанә қилип хитай һөкүмитини “сиясий җәһәттә чәкләш вә униңға төһмәт қилишиға йол қоймайдиғанлиқи” ни билдүргән. Ли җйән мушу әһвалларни тилға елиш җәрянида, хитай һөкүмити йиллардин буян дәп келиватқан кона муқамни қайтидин товлап, “шинҗаңда һәммила киши бәхтияр турмуштин һузурлиниватиду” дегән.

2-Сентәбир күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң бу һәқтики соаллириға дуч кәлгән. У, бу мәсилиләргә җаваб берип, “америка һөкүмитиниң бу һәқтики баянлири пүтүнләй төһмәт. Улар мушу арқилиқ дөлитимизниң шинҗаң сияситини вәйран қилмақчи болуватиду. Уларниң бу хил суйиқәстлири һәргизму әмәлгә ашмайду” дегән.

Хитай һөкүмитиниң хәлқарада шунчә кәңри испатланған уйғур елидики ирқий қирғинчилиқини изчил түрдә рәт қилиши. Һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә дуч келиватқанлиқи мәлум. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүмидин мая ваң бу һәқтә сөз қилип, “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики шунчә ениқ һөҗҗәтләшкән җинайәтләрни инкар қилиши, һечқанчә һәйран қаларлиқ иш әмәс. Әмма б д т мушу хил позитсийәдин бу ишларни давамлиқ диққәт мәркизидә тутушниң лазимлиқини күчлүк шәкилдә һес қилиши лазим” дегән.

Хитай һөкүмитиниң бу хилдики зулумни инкар қилиш мәвқәси нөвәттә “һазир давам қиливатқан бастуруш вә зулумларниң буниңдин кейинму тохтап қалмайдиғанлиқиниң бешарити” дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.