Хитай һөкүмити 2025-йили 258 “кона мәһәллә” ни өзгәртидикән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.12

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики “кона мәһәллини өзгәртиш” намида елип барған һәрикити, йәни әнәниви уйғур мәһәллилирини чеқип, биналаштуруш, аһалиләрни “қайта орунлаштуруш” иҗраати давам қилмақта.

“шинҗаң гезити” ниң 11-феврал чиқарған хәвиридин қариғанда, хитай һөкүмити 2025-йил уйғур елидики 258 кона мәһәллә-районларни өзгәртиш қурулуши елип баридикән. Хәвәрдә, бу қурулушниң давамлиқ, зор күч билән кеңәйтилидиғанлиқи, уйғур елиниң җәнубидила 118 йеңи мәһәллә қурулидиғанлиқи, униңдин мәнпәәтлинидиған аһалиләрниң 18 миң аилигә йетидиғанлиқи” тәшвиқ қилинған.

Хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити 2019-йилдин башлапла уйғур елидә “кона мәһәллә, олтурақ районларни өзгәртиш” қурулушини башлиғандин буян, җәмий 6888 “кона мәһәллә” өзгәртилгән; 2024-йили өзгәртилгән “кона мәһәллә” 857 гә йәткән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқун билән бир вақитта “уйғур аптоном районлуқ кона мәһәллиләрни өзгәртиш хизмәт комитети” қурған болуп, аһалиси азлап кәткән нурғун уйғур мәһәллилирини “йеңилаш” намида чеқип ташлиған, андин хитай аһалилириму арилишип олтурақлишидиған йеңи район, йеңи мәһәллиләрни қуруп чиққан, қәшқәр, ақсу, хотән вилайәтлири асаслиқ өзгәртиш нуқтисиға айланған. Илгири хитай һөкүмити қәшқәр, йәкән қатарлиқ қәдими уйғур шәһәрлирини әнә шундақ өзгәртиш намида чеқип, хитайчә түс алған шәһәр қияпитигә киргүзгән, қәдимий уйғур мәдәнийәт излири вә символлири йоқитилғаниди.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәт әл тәтқиқатчилириниң билдүрүшичә, хитайниң уйғур елидики аталмиш “кона мәһәллиләрни өзгәртиш қурулуши”, уйғур районидики мәдәнийәт қирғинчилиқиниң бир парчисидур. Хитайниң мәқсити бу арқилиқ уйғур җәмийитини парчилаш, йәни аһалилирини тарқақлаштуруш, уларниң әнәниви турмуш шәкли вә коллектип яшаш муһитини вәйран қиливетиш икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.