Хитай һөкүмити уйғур елидики пахта санаитини техиму тәрәққий қилдурушни қарар қилған
2024.10.15
“хитай күндилик гезити” ниң 10-айниң 15-күндики хәвиригә асасланғанда, хитай йеза игилик вә йеза ишлири министирлиқи уйғур аптоном районида пахта ишләпчиқиришни техиму кеңәйтишниң йеңи тәдбирлирини оттуриға қойидиғанлиқини елан қилған. Хитай йеза игилик министири хән җүн тоқумичилиқ ишләпчиқиришидин башлап тәминләш зәнҗирини қоллайдиған бу юқири сүпәтлик пахта мәһсулатини техиму ашуридиғанлиқиға вәдә бәргән. У “шинҗаңда, юқири сүпәтлик пахтиниң тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн давамлиқ тиришимән” дегән.
Уйғур елидә уйғурларни асас қилған мусулманларниң кәң көләмдә қолға елинип, мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи испатланғандин кейин, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлири уйғур елидин кәлгән мәһсулатларни чәкләшкә башлиғаниди. Тәтқиқатчилар уйғур елидә пахта ишләпчиқиришниң уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанғанлиқиға аит көплигән пакитларни оттуриға қойғаниди. Хитайда чиқидиған пахтиниң %90 тин көпрәкиниң уйғур елидә ишләпчиқирилидиғанлиқи мәлум.
Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, нөвәттә уйғур елидики хитай тоқумичилиқ кийим-кечәк завут-карханилириниң сани 3725 кә йетип барған. Мәзкур райондики хитай тоқумичилиқ кийим-кечәк карханилириниң сани 2014-йилқидин 5.7 Һәссә артқан. Буниң ичидә хитайниң башқа өлкилиридин уйғур райониға келип мәбләғ салған хитай карханилириниң сани 1350 икән.
Тәтқиқатчилар буниң дөләт һамийлиқидики әмгәк күчлирини йөткәш пирограммисиға бағлинишлиқ икәнликини, уйғур елидики бирқанчә милйон уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түркий милләтләрниң бу завут-карханиларда мәҗбурий әмгәккә тутулғанлиқини билдүрмәктә.