Хитайниң әнглийәдики уйғурларға қарита җасуслуқ һәрикити елип бериватқанлиқи илгири сүрүлди

Мухбиримиз әркин
2020.05.15

Америкадики “вайис” агентлиқи хитай һөкүмитиниң әнглийәдики уйғурларға қарита җасуслуқ һәрикити елип берип, уларни назарәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Мәзкур агентлиқиниң 15-май елан қилған хәвиридә бурун әнглийәдики уйғурларниң һәр айда бир қетим паалийәт өткүзүп, йемәк-ичмәк, миллий кийим-кечәк вә сәнәти арқилиқ өзлириниң иттипақлиқини намаян қилип кәлгәнлики, бирақ һазир бу хил паалийәтләрниң пүтүнләй тохтиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә тәкитлишичә, бу паалийәтниң тохтап қелишиға һазирқи карантин сәвәб болмиған, бәлки җасусларниң уйғур җәмийитигә сиңип кирип, кишиләрниң һаятиға тәһдит пәйда қиливатқанлиқ сәвәб болған икән. Хәвәрдә әнглийәдики уйғур җәмийитигә сиңип киргән хитай җасуслириниң кимлики тилға елинмиған, лекин “қорқунч вә гуманхорлуқ җамаәтниң бөлүнүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқи” ни билдүргән.

Хәвәрдә нурғун паалийәтләргә мунасивәтсиз яки намәлум уйғурлар тәклип қилинип, паалийәтләрниң “қизиллишип” кәткәнлики, хитай даирилириниң ғәрб әллиридики уйғурларға өз җамаитиниң учурлирини йәткүзүп бериш бәдилигә уларниң юртидики уруқ-туғқанлирини қоғдашқа вәдә беридиғанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрдә қәйт қилинишичә, нурғун кишиләр хитайниң бесими вә уруқ-туғқанлиридин әндишә қилип сүкүт қилиш йолини таллиған болсиму, лекин керим заһир вә униң қизи дил заһирдәк тәһдит вә зораванлиққа баш әгмигән уйғурларму бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.