Хитай җасуслири филиппинда илғар үскүниләр билән һәрбий учур топлиған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.01.21

“манила вақти гезити” ниң 21-январ хәвәр қилишичә, филиппин даирилири хитай армийәси билән четишлиқи болған бир хитай пуқраси билән икки филиппинлиқ шерикини җасуслуқ гумандари дәп қолға алған. Улар филиппинниң муһим ул әслиһә қурулушлириниң орнини сизип, хитайға тәминләп бәргән.

Филиппин дөләтлик бихәтәрлик тәкшүрүш идариси (NBI) елан қилған ахбаратта дейилишичә, сақчилар мәзкур җасусларниң машинисиға мәхпий һалда йәр шари орун бәлгиләш системиси (GPS) орнитип вә назарәт қилип көзитиш арқилиқ уларниң қилмишини ениқлап чиққан. Улар филиппиндики һәрбий газарма, електир истансиси, айропорт, деңиз порти, йәрлик һөкүмәт ишханиси, һәтта сода мәркәзлири әтрапида айлинип, бу орунларниң тәпсилатини 3D лиқ сүрәт йоллаш техникиси арқилиқ хитайға йоллиған. Филиппин бихәтәрлик хадимлири бу сүрәтләрниң һәрбий нишан яки адәмсиз учқу (дрон) ларниң һуҗум нишани үчүн муһим учур икәнликини илгири сүргән.

Хәвәрдә дейилишичә, хитай җасуслириниң юқири техника арқилиқ муһим ул әслиһәлириниң орни, көлими, қурулмиси һәққидики учурларни игилиши әндишә яратқан. Чүнки улар ишләткән үскүниләрни йирақтин контрол қилғили болидикән һәм топлиған учурларни хитайниң чәт әлдики җасуслуқ органлириға йоллиғили болидикән. Әгәр хитай армийәси у учурларни қолға чүшүрүвалса, мәзкур нишанларға башқурулидиған бомба вә ракеталарни қоюп берәләйдикән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.