Америка һөкүмити хитайниң бир технологийә ширкити билән уйғур райониниң икки нәпәр рәисини җазалиди
Америка сода министирлиқи 10-декабир күни өзиниң йеңи имбарго тизимликини елан қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушиға четишлиқ бир технологийә шеркити билән уйғур аптоном райониниң икки нәпәр уйғур рәисини җазалиғанлиғанлиқини елан қилди.
-
Мухбиримиз әркин
2021-12-10 -
-
-
Америка сода министирлиқи 10-декабир күни өзиниң йеңи имбарго тизимликини елан қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушиға четишлиқ бир технологийә шеркити билән уйғур аптоном райониниң икки нәпәр уйғур рәисини җазалиғанлиғанлиқини елан қилди.
Америка сода министирлиқи бу қетим хитайниң SenseTime, йәни “шаңтаң технологийәси” намлиқ сүнний идрак техника ширкити билән уйғур аптоном райониниң һазирқи мувәққәт рәиси әркин тунияз вә сабиқ рәиси шөһрәт закирға имбарго йүргүзгән.
Америка сода министирлиқиниң билдүрүшичә, хитайниң “шаңтаң технологийәси” ширкити “нишанлиқ һалда етник кимликини пәрқләндүридиған, болупму уйғурларниң етник кимликини бәлгиләшни нишан қилған” йүз тонуш программисини тәрәққий қилдурған икән. Сода министирлиқи йәнә бу ширкәтниң юмшақ детали уйғурлар сақал қоювалған, көз әйнәк яки маска тақивалған тәқдирдиму, уларни пәрқләндүрүш итидариға игә икәнликини билдүргән.
Америка сода министирлиқиниң бу қарари америка авам палатаси 8-декабир “уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни мутләқ көп аваз билән мақуллап арқидинла елан қилинған. Сода министирлиқиниң бу қетим йәнә шоһрәт закир билән әркин туниязни “қара тизимлик” кә киргүзүшиму алаһидә диққәт қозғиди.
Шоһрәт закир техи йеқинда уйғур аптоном райониниң рәисликидин қалдурулуп, униң орниға әркин тунияз мувәққәт рәисликкә тәйинләнгән иди. Америка сода министирлиқиниң ейтишичә, “шөһрат закир билән әркин тунияз бир милйондин артуқ уйғур вә шинҗаңдики мусулманларни асас қилған башқа аз санлиқ милләт әзалириниң қамилишини назарәт қилиш вәзиписини өтигән” икән. Мәлум болушичә, шоһрәт закир билән әркин туниязға йәнә америка ташқий ишлар министирлиқиниң виза имбаргоси қоюлған болуп, уларниң америкаға кириши чәклинидикән.