Хитайниң уйғур аяллириға елип барған җинайити давамлиқ хәвәр қилинмақта
Тәтқиқатчи адриян зенизниң уйғур районидики нопус қирғинчилиқи, җүмлидин хитайниң уйғур аяллирини туғмас қиливетиш тоғрилиқ тәйярлиған тәтқиқат доклати 2-июл елан қилинғандин кейин хәлқарада ғолғола қозғап, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқидәк бир пакитни дуняға ашкарилиди шундақла хәлқарадики таратқуларниң муһим темиси болуп кәлди.
-
Мухбиримиз җәвлан
2020-09-02 -

2-Сентәбир дуняға даңлиқ таратқулардин болған “яхо тори” ниң хәвәрләр сәһиписидә “хитайниң уйғур аяллириға қилған дәһшәтлик һуҗуми” намлиқ бир мақалә елан қилинған. Мақалидә тәтқиқатчи адриян зенизниң доклатида берилгән учурлар асас қилинған болуп, хитайниң бир мәйдан нопус азлитиш һәрикитидә асаслиқи уйғур аяллирини һуҗум нишани қилғанлиқи, һамилә қалған аялларниң балисини чүшүрүвәткәнлики, һәйз тохтитиш дориси бәргәнлики яки туғмаслиқ оператсийәси қиливәткәнлики қатарлиқ җинайәтләр көрситилгән.
Мақалидә йәнә хитайниң нәччә он йилдин буян рәһимсизләрчә йүргүзүп кәлгән вә еғир дәриҗидә нопус тәңпуңсизлиқини кәлтүрүп чиқарған пиланлиқ туғут сияситини 2015-йил аяғлаштурған болсиму, әмма уйғур районидики чәклимини күчәйткәнлики, уйғурларниң нопусини азайтиш үчүн алди билән аялларға зиянкәшлик қилип, 2014-йилдин 2018-йилғичә 80 пирсәнт аялниң балиятқусиға туғут чәклигүч салғанлиқи тилға елинған.
Мақалиниң ахирида хәлқара җәмийәтниң хитай компартийәсини чәкләп, униң уйғурлар вә башқа милләтләргә йүргүзүватқан бастурушини тохтитишқа, җүмлидин хитайниң уйғур аяллириға елип бериватқан кәң-көләмлик вә қорқунчлуқ һуҗумини тосуп қелишқа чақириши керәклики алаһидә тәкитләнгән.