Хитай “қанунға бой сунидиған” зиярәтчиләрниң уйғур диярида тәкшүрүиштә болушиға йол қойидиғанлиқини билдүрди
2019.03.07
Хитай ташқи ишлар министерлиқиниң баянатчиси лу каң бүгүн, йәни 7-март күни бейҗиңдики ахбарат елан қилиш йиғинида “итаәтчан”, йәни хитайниң қанунлириға бой сунидиған чәтәллик зиярәтчиләрниң уйғур аптоном районида тәкшүрүш вә зиярәттә болушиға йол қойидиғанлиқини билдүргән.
Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң уйғур аптоном райониниң вәзийитини мустәқил тәкшүрүш һәққидики чақириқиға наразилиқ билдүргән хитай ташқи ишлар министерлиқиниң баянатчиси лу каң хитай тәрәпниң “сиясий мәқсәтни чиқиш қилған яки хитайниң дөләт мәнпәәтигә зиянлиқ болған” тәкшүрүшләргә йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигән. Хитай баянатчиси лу каң сөзидә йәнә б д т ниң алақидар органлирини б д т ниң асасий низам-пиринсиплириға әмәл қилишқа дәвәт қилған.
Бүгүн радийомиз арқилиқ инкас қайтурған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай баянатчиси лу каңниң бу сөзлирини “хитайниң лагерлар вәзийитини дунядин йошурушни давамлаштуридиғанлиқиниң бир ипадиси,” дәп әйиблиди.
Лу каң сөзидә йеқинқи мәзгилләрдә уйғур аптоном районини көплигән дөләтләр вәкиллири вә мухбирлириниң зиярәт қилғанлиқини, бу зиярәтләр давамида уларниң наһайити мол вә тоғра болған учурларға еришкәнликини илгири сүргән. Д у қ баянатчиси дилшат ришит буниңға җавабән уйғур аптоном районини хитай тәрәп тәләп қилған “итаәтчан” тәкшүргүчиләр әмәс, бәлки мустәқил тәкшүргүчиләрниң тәкшүрүшиниң зөрүрлүкини әскәрткән.









