Анализчилар: хитай маарипида башланған “төт тарихни өгиниш” долқуни уйғур районида әвҗигә чиқиду

Мухбиримиз җәвлан
2021.05.18

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком партийә тарихини өгиниш рәһбәрлик ишханиси мәркәзниң чақириқиға қизғин аваз қошуп, 17-май күни яш-өсмүрләрниң “төт тарих” ни өгиниш маарип хизмити сөһбәт йиғини ачқан. Йиғинда партийә тарихини мәркәз қилған “төт тарих” ни өгинишни һәр қайси мәктәпләрдә омумлаштуруш вә тәшвиқ қилиш хизмити орунлаштурулған.

“төт тарихни өгиниш” дегини “хитай компартийәсиниң тарихини өгиниш, йеңи хитай тарихини өгиниш, ислаһат-ечиветиш тарихини өгиниш, сотсиялизмлиқ тәрәққият тарихини өгиниш” ни көрситидикән. Бу тарихларда асасән хитай компартийәсиниң “хәлқниң бәхти, милләтниң гүллиниши, дуняниң ортақ мәнпәәти” үчүн қандақ күрәшләрни қилғанлиқи сөзлинидикән. Партийә рәһбәрлириниң күрәш һаяти “төт тарих” ниң асасий линийәсини тәшкил қилидикән.

Анализчиларниң қаришичә, аталмиш “төт тарих” ни өгиниш долқуни хитай рәиси ши җинпиң қозғиған мәмликәт характерлик меңә ююш һәрикити болуп, хитайниң маарип саһәсидә солчил сиясәткә еғиватқанлиқи вә “мәдәнийәт зор инқилаби” дәвригә қарап чекиниватқанлиқиниң рошән аламити икән. Уларниң қаришичә, хитай мәркизи һөкүмити бундақ долқунни пәйда қилған һаман уйғур районида у әвҗигә чиқидикән, йәни бу сиясәт тез сүрәттә иҗра қилинидикән, шундақла вәзипиләр ашуруп орунлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.