Америка сиясәтчилири хитай маллириниң киришигә йол қойидиған әң кичик йочуқларниму етиш тәдбири алмақта
2024.10.04
Америка авам палатаси рәиси майк җонсон (Mike Johnson) ню-йорк аксийәсидә америкалиқ тиҗарәтчиләргә сөзлигән нутқида, американиң хитайдин келиватқан мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға тақабил туруш үчүн давамлиқ хизмәт қилидиғанлиқини ейтқан.
У сөзидә, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларниң америка таможнисидики “әң төвән чәк” қаидиси бойичә посулка һалитидә америка базириға кириштәк әһвалға хатимә беришни мәқсәт қилған қанунларни түзүш һәмдә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға зәрбә беридиған қанунлар үстидә давамлиқ ишләватқанлиқини билдүргән. У мундақ дегән:
“һәр икки партийә әзалири мәҗбурий әмгәккә тақабил туруш һәмдә әң төвән чәк қаидисини суйиистемал қиливатқан хитай карханилириға зәрбә беридиған қанунлар үстидә ишләватиду”
Авам палата әзаси майк җонсон 1-өктәбир күнидики бу сөзидә, хитайға тақабил туруш мәсилиси үстидә тохтилип мундақ дегән: “хитайниң бизниң әмгикимиз вә техникимизни оғрилайдиған, сода келишимидин пайдилинип ишләпчиқиришимиз вә кәсиплиримизгә зиян йәткүзидиған қилмишлирини бош қоюветидиған күнләр өтүп кәтти. Алдинқи айда, авам палатаси 20 нәччә қанун лайиһәсини мақуллап, хитайниң содини суйиистемал қилиш вә башқа начар сода адәтлиригә тақабил турди. Биз мақуллиған бийологийәлик бихәтәрлик қануни буниң бир мисалидур”.
Униң көрситишичә, бу қанун америкилиқларниң сағламлиқиға даир санлиқ мәлуматлирини қоғдайдиған вә хитай башқурушидики био-техника ширкәтлири билән түзүлидиған дөләт тохтамлирини тохтитидиған қанун икән. У буни һәр икки партийәдин болған мәҗлис әзалириниң ортақ ғәлибиси, дәп атиған.
Авам палата рәиси майк җонсон сөзидә йәнә, нөвәттә америкада көплигән кишиләрниң америкалиқларниң мәблиғиниң хитайға, җүмлидин хитай армийәсиниң күчлинишигә ярдәм бериватқанлиқини чүшинип йәткәнликини, америка мәблиғиниң хитай армийәсини қоллайдиған ширкәтләргә еқишиниң алдини елишниң әң яхши усули һәққидә үнүмлүк сөһбәтләрниң болуватқанлиқини ейтқан.
Майк җонсон бу сөзидә сода саһәсидикиләрни хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиш еһтималлиқиға тәйярлиқ көрүш һәққидә агаһландуруп: “биз өз нийитини ашкарилиған бир гуманхор рәһбәр билән һәпилишиватимиз. Гәрчә биз бу урушниң йүз бәрмәслики үчүн дуа қилсақму, бирақ өз ширкәтлиримизниң бу еһтималлиққа тәйярлиқ қилиш үчүн қәдәм бесишиға капаләтлик қилиш һәммимизниң мәнпәәтигә уйғун” дегән.