Уйғурларниң әнәнивий қол һүнәрвәнчилик рәстилири хитайниң аталмиш “вәтәнпәрвәр саяһәтчилири” үчүн пәрдазланмақта
Хитайниң 2017-йилидики чоң тутқуни билән тәң башлинип һазирға қәдәр давамлишиватқан уйғур кона мәһәллилирини чеқип өзгәртиш һәркити җәрянида уйғурларниң тарихий қол һәнәрвәнлик рәстилириму аман қалмиған.
-
Мухбиримиз әркин
2021-09-03 -
-
-
Хитайниң 2017-йилидики чоң тутқуни билән тәң башлинип һазирға қәдәр давамлишиватқан уйғур кона мәһәллилирини чеқип өзгәртиш һәркити җәрянида уйғурларниң тарихий қол һәнәрвәнлик рәстилириму аман қалмиған. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә нәччә йүз йиллардин бери давамлишип келиватқан уйғур қол-һүнәрвәнчилик сәнити, шундақла уйғур җәмийити вә қол һәнәрвәнлириниң турмуш еһтияҗини қамдап кәлгән бу рәстиләр өзгәртилип, хитайниң аталмиш “вәтәнпәрвәр саяһәтчилири” ниң көңүл ечиши үчүн хизмәт қилидиған обйектиға айландурулмақта икән.
Уйғурларниң қәдимий пайтәхтлиридин бири болған йәркәндики қазанчи мискәрлик рәстисиму нөвәттә хитайниң бу қетимқлиқ бузуп-өзгәртиш һәркитидин сақ қалмиған. “хитай хәвәрлири” агентлиқиниң ашкарлишичә, уйғурларниң нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә мәзкур мискәрлик базири өзгәртилип, хитай “вәтәнпәрвәр саяһәтчилири” ниң еһтияҗиға мувапиқ “йеңи түскә” киргүзүлгән. Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғур елидики кона мәһәллә вә базар-рәстилирини чеқип-өзгәртиш һәркити башлиған болуп, бу қурулуш уйғурларниң узун тарихқа игә кона мәһәллилири вә базар-рәстилирини чеқишни нишан қилған икән
Уйғур тәшкилатлириниң ейтишичә, хитай һөкүмити гәрчә бу қурулушни “кона мәһәллә вә базар-рәстиләрниң муһитини өзгәртишни мәқсәт қилған” десиму, лекин хитайниң һәқиқий мәқсити уйғурларни тарқақлаштуруп, уларниң мәдәнийити, турмуш усули вә тарихий мираслирини көздин йоқитиш икән. “хитай хәвәрлири” агентлиқиниң хәвиридә, “йәрлик һөкүмәтниң аһалиләрниң арзусиға толуқ һөрмәт қилип, һәр бир аилигә 30 миң йүән толуқлима берип, қайта қуруш, күчәйтиш, ремонт қилиш, гүзәлләштүрүш қатарлиқ ишларни елип барғанлиқи” ни илгири сүргән. Бирақ бу “толуқлима пул” ни қандақ шәрт билән бәргәнликини чүшәндүрмигән.