Гордон чаң уйғурларниң нөвәттики вәзийитини “әшәддий хитай милләтчилики” билән бағлап мулаһизә қилди

Мухбиримиз ирадә
2019.04.04

Бүгүн америкидики “гейтстон хәлқара сиясәт тәтқиқат оргини” тор бетидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқчилиқ сиясәтлири һәққидә бир мақалә елан қилинди. Мақалә аптори тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң болуп, у мақалисидә ши җинипиң һакимийити йүргүзүватқан сиясәтләрниң арқа көрүнүшини мулаһизә қилип өткән.

У хитай һөкүмитиниң һазир бир милйондин ошуқ уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрни пәқәт хитайға түптин охшимайдиған пәрқлиқ милләт болғанлиқи үчүнла лагерларға солаватқанлиқини, уларниң балилирини йиғивелип өз ана тили вә мәдәнийитидин мәһрум қилиш арқилиқ хитайлаштурушқа урунуватқанлиқи, хитайдики охшимиған динларға һуҗум қиливатқанлиқидәк әһвалларни мисал көрситиш арқилиқ пүтүн бу сиясәтләрниң тегидә ятқан сәвәбниң “ирқчилиқ”, йәни әшәддий хитай милләтчилики икәнликини тәкитлигән.

У хитайниң тарихи ривайәтлиридин мисал кәлтүрүп, хитайда хитай миллитини дунядики һәммә милләттин үстүн көридиған бир қарашниң барлиқини, мәктәпләрдиму мушу хил идийәниң балиларға сиңдүрүлидиғанлиқини, шуңа хитайларниң өзини дунядики һәммә милләттин үстүн дәп қарайдиған хаһишниң еғирлиқини баян қилған.

Апторниң қаришичә, ши җинпиңниң һакимийәткә келиши билән хитайдики ирқчилиқ аламәтлири өзини ениқ намаян қилған. У адолф гетлир дәврини әслитидиған лагер, ирқчилиқ, бир милләтни қайтидин шәкилләндүрүшкә урунуш вә дуняни контрол астиға елиштин ибарәт бу терминларниң ши җинпиң һөкүмранлиқи астидики хитайда қайта тирилгәнликини билдүргән вә буниң интайин хәтәрлик икәнликини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.