Хитай һөкүмити әмдики һуҗум нишанини уйғурларни тема қилған чәтәл “мәдәнийәт мәһсулатлириға” қаратқан
2021.08.02
Уйғурлар мәсилисидә ғәрб таратқулирини, ғәрбниң һөкүмәт вә сиясийонлирини әйибләп кәлгән хитай һөкүмити, әмди һуҗум нишанини ғәрб “мәдәнийәт мәһсулатлири” ға қаратқан. Униң илгири сүрүшичә, бу хил “мәдәнийәт мәһсулатлири пүтүнләй тоқуп чиқирилған әхләт” болуп, “шинҗаңниң образи” ға дәхли йәткүзәлмәйдикән. Бу сөзләрни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шу гуйшяң 30-июл бейҗиңда чақирилған ахбарат йиғинида қилған.
Бу, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң бәзи ғәрб дөләтлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблинип кәлгән “шинҗаң сиясити” ни ақлаш үчүн өткүзгән 50 нәччинчи қетимлиқ ахбарат йиғини иди. “хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, шу гуйшяң “шинҗаңдики һәр милләт аммисиниң бәхт издәш тиришчанлиқиға бирқанчә картон қара сүртәлмәйдиғанлиқи” ни илгири сүргән.
У уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүргән ғәрб тәтқиқатчилири, таратқулири, тәтқиқат орунлири вә аммиви тәшкилатлирини “мәдәнийәт байриқи” көтүрүвалған ғәрб дүшмән күчлириниң “шинҗаңға һуҗум қилиш авангартлири” дәп әйиблигән.
Йиғинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң йәнә бир баянатчиси елиҗан инайәт “қарақарш һөҗҗәтлири” ни инкар қилған. Униң ейтишичә, “қарақаш һөҗҗәтлири” дики 311 кишиниң мутләқ көп қисми “җәмийәттә нормал яшаватқан кишиләр” икән. Бирақ у һөҗҗәттики қалған кишиләрниң ақивитини тилға алмиған. “қарақаш һөҗҗәтлири” хотән шәһириниң бостан аһалиләр районидики 611 дин артуқ аилигә четишлиқ 3 миңдәк кишиниң архипи болуп, бу һөҗҗәт уйғурларниң қандақ баһанә-сәвәбләр билән тутқун қилинғанлиқини күчлүк дәлилләр билән тәминлигәниди.