Хитай нопусиниң изчил кемийиши дуняниң диққитидә болмақта
2024.01.17
Хитай дөләтлик истатистика идариси 17-январ елан қилған әң йеңи санлиқ мәлуматларда көрситилишичә, 2023-йилиниң ахирида хитай нопуси 1 милярд 490 милйон болуп, алдинқи йилға селиштурғанда икки милйондин көпрәк нопус кемәйгән. Бу сан өткән йилниң охшаш мәзгилидики истатискидинму төвән болған.
Радийомиз хитайчә бөлүминиң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, хитайда алдинқи йилидики туғулуш нисбити 6.39 Пирсәнт болған һәмдә хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буянқи туғулуш нисбитидә әң төвән рекордни яратқан. Өлүм нисбити болса 7.87 Пирсәнт болуп, бу сан уда үч йилдин буян өрләп маңмақта икән. Бу бойичә һесаблиғанда, хитай нопусиниң тәбиий көпийиш нисбити минус 1.48 Пирсәнт болған һәмдә алдинқи йилдики охшаш мәзгилгә селиштурғанда техиму еғирлашқан.
Мәлум болушичә, хитай нопусиниң яш қурулмисида 16 яштин 59 яшқичә болған әмгәк йешидики нопус пүткүл хитай нопусиниң 61.3 Пирсәнтини тәшкил қилидикән. Бу сан алдинқи йилдикигә селиштурғанда, он милйон киши азайған. 60 яштин ашқанлар вә 65 яшниң юқирисидикиләр айрим-айрим һалда 21.1 Пирсәнт вә 15.4 Пирсәнт болуп, нопустики яшанғанларниң нисбити 2022-йилидикидин техиму ашқан.
Нөвәттә хитай нопусида көрүлүватқан бу хил төвәнләш йүзлиниши вә у кәлтүрүп чиқиридиған түрлүк иҗтимаий мәсилиләр һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр алмақта.