Ройтерс: хитай чәтәлдики өктичиләрни уларни юртидики уруқ-туғқанлири арқилиқ контрол қилишқа урунуватиду
2015.12.30
Ройтерс агентлиқи чаршәнбә күни мақалә елан қилип, хитайниң чәтәлдики уйғур паалийәтчилирини уларниң юртидики уруқ-туғқанлири арқилиқ контрол қилишқа урунуватқанлиқини илгири сүрди.
Мақалидә, канадалиқ уйғур паалийәтчиси әркин қурбанниң 2013-йили 85 яшлиқ анисини йоқлап юртиға барғанда хитай бихәтәрлик органлириниң сорақ қилиши вә тәһдит селишиға учраш вәқәсигә орун бәргән.
Бу йил 55 яшлардики узун йоллуқ йүк аптомобил шопури әркин қурбан 2013-йили 4-айда үрүмчигә йетип берип, 3-күни хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин сорақ қилинишқа башлиған.
Даириләр униңдин д у қ, рабийә қадир ханимниң әһвали, канададики уйғур паалийәтчиләрниң учури билән тәминләшни, өзлиригә җасуслуқ қилишни тәләп қилған. Әмма у канадаға қайтип келип әһвални дәрһал канада бихәтәрлик оргини вә д у қ ға мәлум қилған.
Ройтерсниң мақалисидә илгири сүрүшичә, әркин қурбанниң сорақ қилиниши “хитайниң муһаҗирәттики уйғур җамаитигә қарши истихбарат топлаш, уларға паракәндичилик селиш йәр шари һәрикитиниң бир парчисикән.”
Мақалидә, хитайниң шималий америка, явропа, австралийә қатарлиқ әлләрдики җасуслуқ һәрикити һәққидә тохтилип, бәзи уйғур паалийәтчилириниң, “хитай җасуслуқ тори тибәтләргә қариғанда чәтәлләрдики уйғур җамаәтлиригә техиму мувәппәқийәтлик сиңип кирди”, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.