Тәйвән шәрқий түркистан җәмийити хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини бикар қилишини тәләп қилди
2020.10.19
Тәйвән шәрқий түркистан җәмийити хәлқара олимпик комитетини хитайниң уйғурларни қирғин қилиши сәвәблик 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини бикар қилишқа чақирған. Бу чақириқни тәйвән шәрқий түркистан җәмийитиниң директори хе чавдоң 19-өктәбир “тәйбей вақти” гезитидә елан қилған чақириқида оттуриға қойған. Униң тәкитлишичә, әгәр хәлқара олимпик комитети мусабиқини бикар қилмиса, у кәң көләмлик байқут қилинишдин қечип қутулалмайдикән. Хе чавдоң бу чақириқни хәлқарада бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи барғансери әвҗи еливатқан мәзгилдә елан қилған.
У мундақ дегән: “биз хитай чеграси ичидики барлиқ етник милләтләрниң диний әркинлики, кишилик һоқуқидин әндишә қиливатқан кишиләрни хәлқара олимпик комитетиға 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини бикар қилиш тоғрисида давамлиқ бесим ишлитишкә чаримиз. Әгәр хәлқара олимпик комитети уни бикар қилмиса, у мусабиқиниң кәң көләмлик байқут қилинишидин қечип қутулалмайду. У дуня сәһийә тәшкилатиға охшаш 2-шәрмәндә хәлқара тәшкилат болуп қалиду”.
Хе чавдоңниң тәкитлишичә, бейҗиң һөкүмити нурғун пул сәрп қилип, хитайда нопусниң көпийиши әң тез болған шинҗаңдәк бир районни 2-3 йил ичидә хитайдики нопусниң көпийиши әң аста районға айландуруп қойған.
Хә чавдоң “тәйбей вақти” гезитидики “уйғурларға ирқий қирғинчилиқ болуватқанда олимпик йоқ” мавзулуқ чақириқида, “нөвәттә хәлқара җамаәттә уйғурлар хитай компартийәси даирлири тәрипидин садир қилинған ирқий қирғинчилиқниң қурбанлири дәйдиған ортақ тонуш шәкилләнди” дегән.