Бейҗиң қишлиқ олимпик йиғининиң қоллиғучилири тәнқидләнди
Йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикитини әйибләш чуқанлири изчил 2022-йили бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқиси билән бирлишип кетиватқанлиқи мәлум.
“муһапизәтчи” гезитиниң 18-январдики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлирида уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ түпәйлидин бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини чәкләшни тәшәббус қиливатқан паалийәтчиләр һазир мәзкур мусабиқини иқтисадий җәһәттин қоллаватқан ширкәтләргә тәнқид мәктуплири йоллимақтикән. Нөвәттә бу мәктупниң тунҗи нусхиси америкадики Airbnb ширкитигә йоллинидиған болуп, уларниң баш иҗраийә әмәлдари брайин ческиға уйғурларниң зиянкәшликкә учриши һәққидә чүшәнчә берилмәкчи, шуниңдәк униң хитайдики олимпик мусабиқисини қоллаш һәрикитини тохтитиши тәләп қилинидикән.
Бу һәрикәтниң актип қатнашқучилиридин бири болған әнглийәдики уйғур паалийәтчи рәһимә мәһмуд мухбирларға сөз қилип: “пүтүн дуня уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқтин әндикип ойғинип, һәқиқәткә йүзлиниватқанда бунчә көп ширкәтләрниң ‛қирғинчилиқ мусабиқиси‚ дәп аташқа тегишлик болған мушундақ бир паалийәтни қоллиши адәмни шүркүндүрүвәтти” дегән.
Нөвәттә хитайдики қишлиқ олимпик мусабиқисини иқтисадий җәһәттин қоллаватқанлар ичидә “кока-кола”, “виза”, “панасоник”, “сәмсаң” қатарлиқлар бар болуп, кейинки қәдәмдә бу мәктуп бу ширкәтләргә әвәтилидикән.