Хитай оттура асия җумһурийәтлиридин ашлиқ вә көмүр импорт қилишни күчәйткән

Мухбиримиз әркин
2023.05.23

Хитай рәһбири ши җинпиң 18-май оттура асия җумһурийәтлириниң рәһбәрлири билән хитайниң шиән шәһиридә учришип, хитайниң оттура асия җумһурийәтлири билән болған сода вә ул әслиһәләр тәрәққият истратегийәсини елан қилиш билән бир вақитта, хитай бу җумһурийәтләрдин ашлиқ вә көмүр импорт қилишини күчәйткән. “тәңри тағ” ториниң хәвәр қилишичә, хитайниң бу йилниң дәсләпки 4 ейида уйғур ели арқилиқ импорт қилған ашлиқ миқдари өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин 146.7 Пирсәнт ашқан. Хәвәрдә, 4 ай ичидә импорт қилинған 293 миң тонна ашлиқниң 90 пирсәнтиниң оттура асия җумһурийәтлиридин, болупму қазақистандин импорт қилинғанлиқини билдүргән.

Лекин “шинҗаң гезити” ниң ашкарилишичә, хитай оттура асия җумһурийәтлиридин ашлиқ импорт қилишни көпәйткән болсиму, әмма хитайниң уйғур елидин бу җумһурийәтләргә експорт қилған мәһсулатлиридиму зор артиш барлиққа кәлгән. Бу йилниң дәсләпки төт ейида уйғур елиниң оттура асиядики 5 җумһурийәткә експорт қилған мәһсулати, хитайниң мәмликәт бойичә бу җумһурийәтләргә експорт қилған мәһсулатлириниң 43 пирсәнтини тәшкил қилған.

Уйғур елиниң оттура асиядики бу түркий җумһурийәтләргә қаратқан експортидики артиши, америка башчилиқидики ғәрб әллири уйғур елида ишләпчиқирилған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға чәклимә қоюшидин кейин барлиққа кәлгән. Америка “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” мақуллап, бу хил мәһсулатларни чәклигән. Бу әһвалда хитайниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини експорт қилиш нишани “бир бәлбағ бир йол” линийәсидики дөләтләргә йөткәлгән.

Охшаш бир вақитта хитай йәнә қирғизистандин көмүр импорт қилишқа башлиған. “хитай хәвәрлири агентлиқи” ниң ейтишичә, 21-май күни көмүр бесилған 6 йүк аптомобили қирғизистанниң ош шәһиридин әркәштам арқилиқ қәшқәр шәһиригә көмүр йөткәшкә башлиған. Хәвәрдә, бу 6 йүк аптомобилиниң 154.69 Тонна көмүрни қәшқәргә тошуп кәлгәнлики, ош көмүр импорт йолиниң рәсмий ечилғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.