Пакистан һөкүмити “хитай-пакистан иқтисади каридори” ни тирилдүрүшкә алдиримақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.06.05

Пакистандики “шәпәқ” гезитиниң 3-июндики обзор мақалисидә көрситилишичә, қәшқәрдин пакистандики гвадар портиға қәдәр созулидиған “хитай-пакистан иқтисади каридори” қурулуши йеқинқи йилларда мәбләғниң тохтап қелиши түпәйлидин суға чилишип қелишқа йүзләнгән. Пакистан баш министири шаһбаз шәриф (Shehbaz Sharif) ниң хитай зиярити мәзгилидә бу қурулушниң қайтидин раваҗ тепишиға йол тепиш һәққидики үмидләр һәрқайси ахбаратлардин кәң йәр алған.

Хәвәрдә ейтилишичә, 2024-йили май ейида муавин баш министир исһақ дар (Ishaq Dar) бейҗиңға зиярәткә барғанда икки тәрәп сөһбитидики мәркизий тема мәзкур қурулушни қандақ қилғанда қайтидин җанландуруш мәсилиси болған. Болупму мәбләғ мәсилисидики кәмчиллик, хитай ишчилири дуч келиватқан террорлуқ һуҗумлири қатарлиқ амиллар түпәйлидин көплигән түрләр бир изда тохтап қалған. Шу қетимлиқ зиярәттин кейин исһақ дар бу һәқтә сөз қилип “биз бу мәсилидә арзу қилған нишанлиримизниң көп қисмиға йәттуқ” дегән.

2015-Йили башланған һәмдә 62 милярд америка доллири мәбләғ селиш пиланланған “хитай-пакистан иқтисади каридори” дуч келиватқан әң зор қийинчилиқлардин бири бихәтәрлик амили болуп, баш министир шаһбаз шәрифниң бу қетимқи бейҗиң сәпиридә мушу мәсилини музакирә қилиш мумкинлики алға сүрүлмәктә. Йәнә келип бу қурулушниң давам қилиш-қилмаслиқи пакистанниң тохтап қеливатқан иқтисади үчүн һәл қилғуч рол ойнайдиған болғачқа бу һәқтә хитай ахбаратиниң зияритини қобул қилғанда шаһбаз шәриф өзиниң бу қетимқи сәпиридә “нурғунлиған катта пиланларниң барлиқини, бу пиланларниң икки тәрәп оттурисидики достлуқни һималая теғидинму бүйүк, окяндинму чоңқур қилиш ролини ойнайдиғанлиқини” тәкитлигән.

Әмма “әл җәзирә” ниң 3-июндики мулаһизә мақалисидә көрситилишичә, шаһбаз шәрифниң қандақ тәсвирлишидин қәтийнәзәр “хитай-пакистан иқтисади каридори” хитай нөвәттә зор күч билән иҗра қиливатқан “бир бәлбағ бир йол қурулуши” ниң ачқучлуқ қисми һесаблиниду. У намда һәр хил йоллар, көврүкләр вә портлар арқилиқ қәдимки йипәк йолини қайтидин җанландуриду, дейилсиму әмәлийәттә хитайниң өз тәсирини дуняға кеңәйтиш урунушиниң паравузи болуп, пакистанға охшаш намрат дөләтләрни техиму көп қәрз патқиқиға патурушни көзләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.