Һиндонезийә деңиз армийә даирилири хитай парахотиға оқ чиқиришини ақлиди
Җүмә күни һиндонезийә деңиз армийәси һиндонезийәниң натуна арили тәвәликидә пәйда болған хитай белиқчи кемисигә оқ чиқарған вә кемидики 8 кишини тутқун қилған иди.
Буниңға хитай ташқи ишлар баянатчиси дүшәнбә күни позитсийә билдүрүп, һиндонезийә деңиз армийисиниң вәқәдә артуқчә күч қоллинип хитай белиқчи парахоти вә белиқчилириниң бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүргәнликини илгири сүрди һәм һиндонезийә тәрәпни белиқчилиқ мәсилирини бир тәрәп қилишта тәдбирини мувапиқлаштурушқа чақирди.
Бүгүн һиндонезийә деңиз армийиси инкас қайтуруп, хитай белиқчиларниң хитай даирилири тәрипидин, территорийә һоқуқи тәмәси билән мәқсәтлик әвәтилгәнликини оттуриға қойди.
7 Әр, бир аял кемә хизмәтчисиниң нөвәттә ранай дегән җайда тутуп турулуватқанлиқини вә уларниң сақ-саламәт икәнликини әскәрткән һиндонезийә баянатчиси һиндонезийә тәвәликигә бесип киргүчиләргә, қолида немә байрақ болушидин қәтийнәзәр кәскин тәдбир қоллиништа иккиләнмәйдиғанлиқини тәкитлиди.