Уйғур райониниң қанун чиқиришта “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни чиқиш қилиши тәләп қилинди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.10.10

Уйғур райониниң йәрлик қанун чиқириш хизмитидә 2017-йилидин башлап кәң көләмдә мәҗбурий омумлаштурулуватқан “җуңхуа миллити ортақ еңи” дин ибарәт йеңи кимликни чиқиш қилиш тәләп қилинған. Нөвәттә йәрлик қанун чиқиришта “җуңхуа миллити кимлики” ни чиқиш қилиштин ибарәт бу йүзлинишниң районда башқа кимликләрни қанунсизлиққа елип бериш хәвпи зор әндишә пәйда қилмақта. “шинҗаң гезити” ниң 9-өктәбир хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң партийә гурупписи йеқинда ши җинпиңниң үрүмчидә тохтап, уйғур аптоном райони вә биңтуәнниң “шинҗаңни идарә қилиш” доклатни аңлиғанда бәргән йолйоруқини өгиниш тоғрисида арқа-арқидин икки қетим йиғин ачқан.

Йиғинда, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң мудири зумрәт обул районниң қанун чиқиришта, назарәтчиликтә вә вәкиллик хизмитидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни алдинқи чиқиш нуқтиси қилишни тәкитлигән. Зумрәт обул сөзидә “җуңхуа миллитиниң ортақ характери” ни күчәйтип, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни хәлқ қурултийиниң қанун чиқириш, назарәтчилик вә вәкиллик хизмитидә алдин ойлишиш керәкликини билдүргән. Униң ейтишичә, қанун чиқиришни қанунни омумлаштуруш вә қанун-түзүм назарәтчилики билән бирләштүрүп, асаси қанун, қанун вә қанун-түзүмләрниң үнүмлүк әмилилишишни асаси нуқта қилиш керәк икән.

Зумрәт обул бу сөзләрни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң мутәхәссислири уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2015-йили чиқарған “ашқунлуқни түгитиш низами” ни хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиригә хилап, дәп көрситип, хитай даирилиридин мәзкур низамни бикар қилишни яки җиддий түзитишни тәләп қиливатқан бир вақитта ейтқан. Б д т мутәхәссислириниң ейтишичә, уйғур аптоном райониниң “ашқунлуқни түгитиш низами” диний ашқунлуқни кәң һәм мүҗмәл шәрһиләп, йүз миңлиған уйғурниң тутқун қилинишиға йол ачқан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.