“хитай-қирғизистан-өзбекистан” төмүр йол қурулушиниң бу йил өктәбирдә башлайдиғанлиқи мәлум

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.08

“хитай-қирғизистан-өзбекистан” төмүр йол қурулуши бу йил өктәбирдә рәсмий башлинидикән. 1990-Йиллардин бери қирғизистан вә өзбекистанниң мақуллуқиға еришәлмәй келиватқан қәшқәр-пәрғанә арисидики “хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли қурулуши” келишими бу йил 6-айда бейҗиңда өткүзүлгән “һөкүмәтләр ара келишим имзалаш мурасими” билән имзаланғаниди.

Өзбекистанниң “күн” намлиқ хәвәрләр ториниң билдүрүшичә, “қирғизистан төмүр йоли” оргининиң пайтәхт қурулуш бөлүми башлиқи рискулбек җумабайеф сөзидә өктәбирдә башлинидиған бу қурулушниң явро-асия тиранспорт каридориниң җәнубий тармиқиниң бир қисмиға айлинидиғанлиқини, мәзкур хәлқаралиқ түрниң қирғизистанниң җуғрапийәлик йәккә-йеганилиқтин қутулушиға ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә йәнә, қирғизистанниң “хитай-қирғизистан-өзбекистан” төмүр йоли қурулуши үчүн хитай банкилиридин қәрз алмақчи болуватқанлиқи, омумий қурулуш үчүн кетидиған мәбләғниң алаһазәл 4 милярд 700 милйон доллар әтрапида икәнлики қәйт қилинған.

Һалбуки, узун йиллардин бери қирғизистан вә өзбекистан хитай билән болған мусапини көрүнәрлик дәриҗидә азайтидиған бу төмүр йол қурулушиға гуман вә әндишә билән қарап келивататти. Мәзкур түрниң йеқиндин буян хитайниң оттура асия дөләтлири билән болған алақисини алаһидә күчәйтиши вә туюқсизла көпийип кәткән дипломатик бериш-келишлириниң мәркизи нуқтиси болғанлиқи мәлум. Хитай таратқулирида, бу төмүрйол қурулушиниң әмәлийлишишини тезлитиш ма шиңруйниң өзбекистан вә қирғизистанда елип барған зияритиниң күнтәртипидики муһим темиларниң бири болғанлиқи хәвәр қилинғаниди.

“хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли қурулуши” пүтсә мал тошуш йоллири зор дәриҗидә қисқирайдикән. Қәшқәрдин қирғизистан арқилиқ өзбекистанниң әнҗан шәһиригә баридиған мәзкур “қәшқәр-торғат-ош-әнҗан линийәси” дики бу төмүрйол мусаписи 523 километир болидикән.

Һалбуки, қәшқәр билән пәрғанә арисидики бу төмүрйол уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини асаси әмгәк күчи мәнбәси қилған ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардики хитай карханилириниң мәһсулатлирини оттура асия җумһурийәтлиригә вә “бир бәлбағ бир йол” линийәсидики дөләтләргә експорт қилишини техиму асанлаштурамду, дегән соалларни пәйда қилмақта. Шуниң билән биргә, бу дөләт һалқиған төмүр йол қурулуши хитай тәшәббус қиливатқан “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң бир қисми болуп, бу қурулуш америка вә ғәрб әллиридә атилип келиватқан “хитайниң қәрз тузиқи” ниң ипадиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.