Хитай “шинҗаң қораллиқ сақчи қисимлири” ниң муавин штаб башлиқини азадлиқ армийәниң хоңкоңда турушлуқ қисимлириниң қоманданлиқиға йөткигән
2022.01.10
Хитай рәиси ши җинпиң уйғур елидә 2017-йили башланған чоң тутқун җәрянидики бастурушта актип рол ойниған “шинҗаң қораллиқ сақчи қисимлири” ниң муавин штаб башлиқи пең җиңтаңни хитай азадлиқ армийәсиниң хоңкоңда турушлуқ қисимлириниң қоманданлиқиға йөткигән. “блумберг хәвәрлири” агентлиқиниң билдүрүшичә, ши җинпиңниң қарари хитайниң хоңкоңда техиму қаттиқ бихәтәрлик васитилирини ишлитишигә болған әндишисини техиму күчәйткән.
Хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатида, ши җинпиңниң тәлипигә бинаән генерал майор пең җиңтаңниң азадлиқ армийәниң хоңкоң гарнизон қоманданлиқиға тәйинләнгәнлики ейтлған. Буниңдин бурун пең җиңтаң “шинҗаң қораллиқ сақчи қисимлири баш әтрити” ниң муавин штаб башлиқилиқ вәзиписини өтигән болуп, америка һөкүмити хитайниң бу райондики сияситиниң ирқий қирғинчилиқ тәшкил қилидиғанлиқини елан қилғаниди.
Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, пең җиңтаң хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқуни җәрянидики аталмиш “террорлуққа” қарши туруш һәрикәтлиридә интайин актип рол ойниғаникән. У бу мәзгилдә “шинҗаң қораллиқ сақчи қисми” ниң “тағ бүркити” намлиқ алаһидә әтритиниң командирилиқ вәзиписини өтигән.
Хитай таратқулирида “тағ бүркити” намлиқ бу әтрәтниң 2016-йил кейин тәшкил қилинғанлиқи илгири сүрүлгән. Пең җиңтаң 2019-йили хитайниң “йәршари вақти” гезитигә қилған бир қетимлиқ сөзидә, “тағ бүркити” әтириниң 2018-йили ишләткән оқ-дорилири “шинҗаң қораллиқ сақчи қисми” ниң террорлуққа қарши қалған алаһидә әтрәтлиридин үч һәссә көп болғанлиқини билдүргән. Лекин у, бу үч һәссә көп оқ-дориниң немигә ишлитилгәнликини ейтмиған.