Украина урушиниң “һәл қилғуч қозғатқучиси” дәп әйиблиниватқан хитай, русийә билән деңиз армийә маневири башлиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.15

Шималий атлантик әһди тәшкилати (NATO) тәрипидин техи йеқиндила украина урушиниң “һәл қилғу қозғатқучиси” дәп әйибләнгән хитай, русийә билән 14-июл йәкшәнбә күнидин башлап хитайниң җәнубидики бир портта ортақ деңиз армийә маневири өткүзүшкә башлиған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқи бу һәқтики қисқичә баянатида, икки тәрәптин йеқиндин бери ғәрбий вә җәнубий тинч окянда чарлаш елип барғанлиқи, лекин бу һәрикәтниң хәлқара вә район вәзийити билән алақисиниң йоқлуқи һәм униң 3-бир дөләткә қаритилмиғанлиқини илгири сүргән.

Хитай мәркизи телевизийә истансисиниң 13-июл бәргән хәвиридә, 14-июл гуаңдуң өлкисидә башлинидиған маневир, икки дөләтниң хәвпсизлик тәһдитлиригә қарши туруш, йәр шари, район характерлик тинчлиқ һәм муқимлиқни қоғдаш иқтидарини намаян қилидиғанлиқи, маневирниң башқурулидиған бомбиға қарши туруш, деңиз һуҗуми, һава мудапиә мәшиқлирини өз ичигә алидиғанлиқи тәкитләнгән.

Мәзкур маневирниң шималий атлантик әһди тәшкилати билән хитай арисидики мунасивәт қаттиқ җиддийләшкән, NATO ниң өткән һәптә вашингтонда чақирилған башлиқлар йиғинида хитайни русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушидики “һәл қилғуч қозғатқучи” дәп әйиблишиниң арқисидинла өткүзүлүши, диққәт қозғимақта NATO ниң вашингтон өткүзүлгән башлиқлар йиғини, NATO ниң явропа вә шималий америкадики әза дөләтлири билән униң асиядики шериклириниң русийә вә униң асиядики қоллиғучилиридин, болупму хитайдин келиватқан бихәтәрлик әндишилиридики ортақ нуқтиси барғанчә күчийиватқанлиқини тәкитлигән.

Һалбуки, хитай NATO ниң асияға охшашла “малиманчилиқ” елип кәлмәсликини тәкитләп, хитайниң украина урушида “адил” вә “обйектип” мәйданда турғанлиқини илгири сүргән. Хитайниң шинхуа агентлиқи, хитай вә русийә деңиз армийәлириниң җенҗаң шәһиридә һәрбий маневирниң ечилиш мурасимидин кейин, хәритидә һәрбий тактикилиқ маслаштуруш маневири елип барғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.