Хитай техника шеркәтлири “уйғурларни байқаш” иқтидарлиқ системиларниң патент һоқуқини тизимға алдурған

Хитайдики чоң техника шеркәтлириниң уйғурларни байқаш, из қоғлаш вә назарәт қилиш иқтидариға игә системиларниң патент һоқуқини тизимға алдурғанлиқи ашкариланди.

Хитайдики чоң техника шеркәтлириниң уйғурларни байқаш, из қоғлаш вә назарәт қилиш иқтидариға игә системиларниң патент һоқуқини тизимға алдурғанлиқи ашкариланди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, буни назарәт системилири үстидә тәтқиқат елип баридиған “IPVM” тәтқиқат ширкити тәкшүрүп қезип чиққан болуп, улар бу системиларниң 2017-йилидин башлапла тизимға алдурулушқа башлиғанлиқини байқиған.

“IPVM” тәтқиқатчиси чарлес роллет ройтерсқа қилған сөзидә “хитай сақчилири бу техника арқилиқ чоң санлиқ мәлумат амбирида сүний әқил техникиси арқилиқ хитай әмәс яки уйғур дәп бәлгә селинған адәмләрни тәкшүрәләйду. Буниң кишилик һоқуққа муһим тәсири бар,” дегән.

Мәлум болушичә, бу техниканиң патент һоқуқини тизимға алдурған хитай ширкәтлири мухбирларниң соаллириға җаваб қайтурмиған. Бирақ улар “IPVM” ға қайтурған инкасида патентқа илтимас қилғанлиқ бу техникаларниң чоқум шу мәқсәттә қоллинилидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини илгири сүргән.

Бирақ, “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” вә “уйғур һәрикити” қатарлиқ тәшкилатлар болса кишилик һоқуқни очуқ-ашкара дәпсәндә қилидиған бундақ техникаларниң интайин хәтәрлик икәнликини, буниңға дуняниң күчлүк йосунда инкас қайтуруши керәкликини билдүргән.

“IPVM” доклатиға қариғанда, хитайдики нурғунлиған юқири дәриҗилик бихәтәрлик камера ишләпчиқарғучилири “уйғур чирайини тонуш” иқтидари билән билән тәминләйдиған болуп, буниң ичидә “Hikvision, Dahua вә Uniview” дин ибарәт үч чоң ширкәт бар икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org