Америка дөләт мудапийә министирлиқи хитайниң шявми қатарлиқ йәнә 9 ширкитини “қара тизимлик” кә алди

Мухбиримиз әркин
2021.01.15

Америка доләт мудапийә министирлиқи 14-январ баянат елан қилип, хитайниң һәрбийләргә четишлиқ йәнә 9 шәркитини “қара тизимлик” кә алғанлиқини билдүрди. Бу 9 ширкәтниң ичидә хитайниң даңлиқ әқлий телефон шеркити шявмиму бар икән. Америка дөләт мудапийә министирлиқиниң баянатида: “министирлиқимиз хитай хәлқ җумһурийитиниң һәрбий-пуқра бирикмә тәрәққият истиратегийәсигә алаһидә диққәт қилиш вә униңға қарши турушни қарар қилди. Бу истиратегийәдә бу хитай ширкәтлириниң еришкән илғар техника, тәҗбирбә вә тәрәққияти хитай азадлиқ армийәсиниң заманивелишиш тәрәққиятини қоллаш үчүн ишлитилгән болуп, улар өзини пуқрави шеркәтләр, университетлар вә тәтқиқат программилиридәк көрситип кәлди,” дейилгән.

Америка дөләт мудапийә министирлиқи бу қетим “қара тизимлик” кә киргүзгән 9 ширкәт шявми, локаң технологийә ширкити, хитай дөләтлик авиятсийә гуруһи, илғар микро тоқулма әсваблири ширкити, говен йерим өткүзгүч ширкити қатарлиқларни өз ичигә алған. Америкадики CNBC қанилиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни шявминиң аксийә базиридики пай чеки 10. 6 Пирсәнт чүшүп кәткән.

Хитайниң бейҗиңға җайлашқан мәзкур ширкити 2020-йили дунядики 3-чоң әқлий телефон ишләпчиқириш ширкити болуп баһаланған иди. Австралийә истиратегийәлик сиясәт иниститутиниң өткән йили елан қилған доклатида, шявминиң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқан 82 даңлиқ хәлқара маркиниң бири икәнлики ашкарланған. Мәлум болушичә, америка доләт мудапийә министирлиқиниң қараридин кейин, америкалиқларниң бу ширкәтләргә мәбләғ селиши яки уларниң пайчекини сетивелиши чәклинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.