Хитай тәклимаканда тәйвән вә американиң гуам арилини нишан қилған башқурулидиған бомба һуҗуми мәшқи елип барған
Йеқинда байқалған сүний һәмраһ сүрәтлири хитайниң тәклимаканда тәйвән вә американиң гуам арилидики деңиз армийә порти вә чоң-кичик уруш парахотлириниң моделини ясап, униңға қарши башқурулидиған бомба мәшқи елип бериватқанлиқини ашкарлиған. Хитайниң бу һәркити америка хитайни украина урушидин пайдилинип, тәйвәнгә һуҗум қилмаслиқни агаһландурған бир вақитта ашкарлип, диққәт қозғиған. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 12-май хәвәр қилишичә, анализчилар тәклимакандики тәқлид қилип ясалған һуҗум нишанлириға аит сүрәтләр хитай азатлиқ армийәсиниң һуҗум иқтидарини өстүрүшкә киришкәнликини көрситиду, дейишкән.
Хәвәрдә йәнә тәклимакандики тәқлид қилип ясалған һуҗум нишанлириниң бири, тәйвәнниң шәрқий-шималики деңиз армийә базисиниң модели икәнлики, тоқунушта бу база хитайниң һалқилиқ һуҗум нишанлириниң бири болидиғанлиқи тәкитләнгән. Сүний һәмраһ рәсимлиридин ашкарлкинишичә, хитай азадлиқ армийәси тәклимакандики тәқлид қилип ясалған бу нишанлар арқилиқ, чоң типлиқ авияматкидин тартип кичик типлиқ уруш парахотлири вә деңиз армийә базилириғичә башқурулидиған бомба һуҗуми қилишни мәшқ қилған.
Хәвәрдә, тәйвән деңиз армийә академийәсидики бәзи сабиқ йетәкчиләрниң “модел вә мәшқ әһвали хәлқ азадлиқ армийәси уруш патахотлириниң YJ-21 типлиқ парахотқа қарши башқурулидиған бомбилирини гуам деңиз армийә базиси вә (тәйвәнниң) суав һәрбий базисидики нишанларға нәқ тәгкүзүшни мәшқ қилғанлиқини көрситиду,” дегәнлики тәкитләнгән.
Бу хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң тәклимаканда америка уруш барахотлириниң моделини ясап, униңға қарши һуҗум мәшқи елип барғанлиқиниң тунҗи қетим ашкарлиниши әмәс. Униң бу хил мәшқ елип бериватқанлиқи сүний һәмраһ сүрәтлиридин өткән йилиму ашкариланған иди.