Хитай сода министирлиқи хитай токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучилирини һиндистан вә түркийә қатарлиқ дөләтләргә мәбләғ салмаслиққа чақирған
2024.09.12
Хитай һөкүмитиниң хитайдики токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучилирини һиндистан вә түркийә қатарлиқ дөләтләргә мәбләғ селиштин сақлинишқа чақирғанлиқи ашкариланған.
Блумберг гезитиниң хитайдики бу әһвалдин хәвәрдар икки кишидин игилишичә, хитай сода министирлиқи бу йил 7-айда хитайдики он нәччә токлуқ аптомобил ширкәтлириниң юқири дәриҗилик башқурғучилирини чақирип “мәхсус йетәкчилик” намида йиғин чақирип, улар билән чәт әлләрдә завут қурушниң хәвпи һәққидә сөһбәтләшкән икән.
Әһвалдин хәвәрдар юқиридики икки әмәлдарниң дәлиллишичә, хитай сода министирлиқи бу ширкәтләрни чәт әлләр билән иш қилғанда әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашқа алаһидә әһмийәт беришкә, җүмлидин токлуқ аптомобиллириниң муһим запчаслирини хитай ичидә ясап, қураштуридиған қисмини башқа дөләтләрдә қилишқа үндигән икән.
Болупму сода министирлиқи йиғинда токлуқ аптомобил ширкәтлирини һиндистан вә түркийәгә мәбләғ салмаслиққа чақирған.
Җәнубий хитай әтигәнлики гезитиниң хәвәр қилишичә, улар блумбергниң бу хәвиригә қарита хитай сода министирлиқиниң инкасини сориған болсиму, бир җавабқа еришәлмигән.
Юқиридики мәнбәләр хитай сода министирлиқиниң хитай токлуқ аптомобиллириниң техникилириниң көчүрүлүшидин әндишә қиливатқанлиқини дегән.
Хәвәрдә дейилишичә, һөкүмәтниң бу агаһландуруши түпәйлидин хитайдики токлуқ аптомобил ишләпчиқарғучилириниң чәт әлләргә мәбләғ селиши астилап қелиши мумкинкән.