Хитай армийәси тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлиниш манивери өткүзгән

Мухбиримиз җәвлан
2023.04.12

Хитай армийәсиниң тәйвән арили әтрапидики һәрбий маниверлири хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлиниватқанлиқини көрсәтмәктикән.

CNN Ториниң 11-апрел күни хәвәр қилишичә, хитай армийәси тәйвән арили әтрапида “күчни бирләштүрүп дәл җайида зәрбә бериш” манивери елип барған. Тәйвән ташқи ишлар министири ву җавши хитайниң бу һәрикитини қаттиқ әйблигән һәмдә “уларниң һәрбий манивери вә қиливатқан гәплиригә қарайдиған болсақ, улар гоя тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлиниватқандәк қилиду” дегән.

Өткән йил 9-айда америка мәркизий истихбарат идарисиниң муавин башлиқи давид коһин (David Cohen) ши җинпиңниң хитай армийәсигә 2027-йилдин аввал тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлинишқа буйруқ бәргәнликини ашкарилиғаниди. Ву җавши тәйвәнниң хитай армийәсигә қарши пухта тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрүп: “хитай рәһбәрлири тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилиштин аввал ойлинип иш қилиши керәк. Хитай мәйли 2025-йил яки 2027-йилдин аввал һуҗум қилсун, тәйвән буниңға пухта тәйярлиқ қилиши керәк” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай армийәси бу қетим тәйвән арили әтрапида күч көрситип, күрәшчи айропилан қонидиған авияматка билән тәйвәнгә һуҗум қилиш, башқурулидиған бомба етиш мәшиқи елип барған болуп, хитай армийәсиниң тунҗи қетимлиқ синиқи һесаблинидикән.

Хитайниң бу һәрбий манивери америкада 10 күнлүк зиярәттә болған тәйвән президенти сәй йиңвен авам палата рәиси кевин мәккарти билән көрүшүп иккинчи күни елип берилған. Хитай һөкүмити “тәйвәнниң ташқий күчләр билән иттипақ қуруши” ға қарши туридиғанлиқи, хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдайдиғанлиқи һәққидә җар салған.

Хитайниң бу һәрбий манивери йәнә франсийә президенти макронниң хитай зияритидин кейин елип берилған болуп, макрон хитайдин қайтиш сәпиридә “тәйвәнниң ишиға арилашмаслиқ” мәйданини ипадилигәниди. Макронниң хитайға қанчилик илһам вә мәдәт бәргәнлики бу маниверда ашкара көрүлгән.

Өткән йил 8-айда америка авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси тәйвәнни зиярәт қилғандин кейинму хитай тәйвән әтрапида һәрбий манивер елип барғаниди.

Америка рәһбәрлири билән тәйвән рәһбәрлириниң давамлиқ учришип туруши хитайниң тәйвәнгә тәһдит селишини күчәйтиватқан болуп, тәйвәнму буниңға бәдәл төләшкә һазир икән. Тәйвән ташқий ишлар министири ву җавши бу һәқтә CNN мухбириниң соалиға бәргән җавабида “хитай һөкүмити тәйвәнниң кимни дост тутушини, қандақ дост тутушини вә достлиримизниң тәйвәнгә қандақ ярдәм беришини бәлгиләп берәлмәйду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.