Хитай һөкүмитиниң талибанлар билән йошурун достлишиватқанлиқи ашкариланмақта

Мухбиримиз әзиз
2018.08.07

Йеқинда өткән йилиниң ичидила хитай һөкүмитиниң афғанистандики талибан күчлири билән көп қетим мәхпий учрашқанлиқи вә өзара дост тартишип йүргәнлики мәлум болди. Бу һәқтики хәвәрләрни пакистан һөкүмәт системисида ишләватқан бирнәччә киши “малийә вақти” гезитигә ашкарилап қойған.

Мәзкур гезитниң 6-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, икки тәрәп сөһбити бейҗиң тәрәпниң актиплиқ билән талибан тәрәпдарлириға йеқинлишиши асасида давам қилип кәлгән. Шуниңдәк ислам гуруһлириға мәнсуп юқири дәриҗилик бирнәччә талибан әмәлдари бейҗиңға сөһбәткә тәклип қилинған. Шундақ сөһбәтләргә иштирак қилған пакистан һөкүмәт хизмәтчилириниң билдүрүшичә, пакистан һөкүмити бу сөһбәтләр җәрянда “көврүк” лүк ролини ойниған, шуниңдәк икки тәрәп сөһбитидики һалқилиқ мәсилиләрдә келиштүрмичилик қилған. Пакистан һөкүмитидики алақидар хадимлар бу һәқтә сөз қилип “хитай һөкүмити ашу сөһбәтләрни орунлаштурушқа йүксәк дәриҗидә әһмийәт берип кәлгән” дегән. 

Талибан рәһбәрлириниң бейҗиң зияритигә һәмраһ болғанлардин бирәйлән бу һәқтә сөз қилип “улар (талибан рәһбәрлири) бейҗиңда мәсчитләрни зиярәт қилди, һалал йемәкликләргә еғиз тәгди. Бу җәрянда хитай һөкүмити өзлириниң ислам диниға вә мусулманларға қандақ ғәмхорлуқ қиливатқанлиқини уларға толуқ көрсәтти” дегән. 

Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики соалларға җаваб бәргәндә бу сөһбәтләрниң болғанлиқини инкар қилмиған. Шуниңдәк “хитай һөкүмити афғанларниң өз дөлитидә өзигә өзи һөкүмран болушини изчил қоллап кәлди. Бу афғанистанниң район тинчлиқини қоғдашқа пайдилиқ” дегән. 

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң талибанлар билән болған бу хил учришиш паалийәтлиридә уйғурлар мәсилисиму алаһидә музакирә қилинған. Шу сөһбәтләргә қатнашқан пакистан һөкүмәт хизмәтчилири буни тәстиқлиған болсиму, сөһбәттә уйғурлар һәққидә қандақ қарарлар елинғанлиқи тилға елинмиған.

Бирюсселдики “җәнубий асия демократик мунбири” ниң рәиси, хәлқара анализчи сегфред волф бу һәқтә пикир қилип, “әйни вақитта хитай һөкүмитигә қарши турмақчи болған бир қисим уйғурлар қанунлуқ яки қанунсиз йоллар арқилиқ афғанистанға өтүп талибанлар башламчилиқ қиливатқан ‛җиһадчилар‚ сепигә қошулған” дегән иди. Әмдиликтә хитай һөкүмитиниң талибанлар билән һәмкарлиқ орнитишида уйғурларниң қандақ рол ойнайдиғанлиқи һәққидә һәр хил тәхминләр оттуриға чиқмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.