Хитай таратқулирида җон оливерниң нами мәни қилинди

Мухбиримиз әзиз
2018.06.21

Әнглийәлик мәшһур комедийә артиси җон оливер өткән һәптә 20 минутлуқ телевизийә программиси ишләп, хитай рәһбири ши җинпиңниң инсан һәқлири дәпсәндичиликини қаттиқ қамчилиған иди.

Мәзкур комедийәлик программа торға чиққандин кейин көрүлүш қетим сани үч күндила үч милйондин ешип кәткән. Ройтерс агентлиқиниң 21-июндики хәвиригә қариғанда, хитайдики әң чоң микро блог болған “вейбо” блоги униң исмини һәмдә униң комедийәлик программисини бүгүндин башлап тор дунясида мәни қилған.

Мәлум болушичә, 17-июн күни тарқитилған бу комедийәлик программида оливер хитайдики дөләт рәисиниң вәзипә өтәш йил чәклимисини бикар қилиш, “ши җинпиң идийәси” ни партийә низамнамисигә киргүзүш қатарлиқ әһвалларни тәнқидлигән шундақла ши җинпиңниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши мәсхирә қилинип, уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикәтлири паш қилинған.

Шу қатарда оливер йәнә уйғурлар дияридин йеқинда америкиға кәлгән шаир таһир һамутниң “вал-ситрет журнили” гезитигә бәргән видийолуқ баянлирини нәқил кәлтүрүш арқилиқ уйғурларниң сиясий җәһәттә қандақ зиянкәшликләргә учраватқанлиқини, уйғурларниң натсистлар германийәси дәвридикигә охшаш қатму-қат чәклимиләргә дуч келиватқанлиқини әсләткән.

У йәнә хитай компартийәсиниң дуняға кәлгәндин буян хитай хәлқигә қандақ балайиапәтләрни елип кәлгәнликини җанлиқ вә ишәнчлик тарихий пакитлар билән комедийәлик түстә баян қилип бәргән.

Б б с ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, җон оливерниң исми өткән йилиму хитайда мушундақ мәни қилинған. У чағда у тибәтләрниң мәниви даһийси далай лама билән телевизийә сөһбити өткүзгән һәмдә хитайниң алақидар сиясәтлирини мәсхирә қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.