Хитай тәһдитигә қарши һәрбий маневирға қатнишидиған явропа дөләтлири көпәйгән
2024.05.09
Германийә, италийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләр һинди-тинч окян райониға һәрбий парахот вә айропиланлирини әвәтишкә башлиған.
Японийә “никкий асия” гезитиниң хәвәр қилишичә, юқириқи явропа дөләтлириниң америка вә японийәгә қошулуп, һинди-тинч окянда һәрбий мәвҗутлуқини күчәйтиши мисли көрүлмигән һәрикәт болуп, у бу дөләтләрниң күнсайин зорийиватқан хитай тәһдити вә һәмдә русийәгә қарши ортақ күрәш қилиш ирадисини намаян қилип беридикән.
Хәвәрдә, “германийәниң бу қетим тинч окянға техиму көп һәрбий әслиһәләрни әвәтидиғанлиқи, һәтта тарих бойичә асия дипломатийәсигә анчә қизиқмай кәлгән испанийә, италийә қатарлиқ дөләтләрниңму қатнишидиғанлиқи” баян қилинған.
Мәлум болушичә, германийәниң парахот әтрити вә тәминләш парахоти 7-май сәйшәнбә күни германийәниң вилхелмшавен вә башқа җайлиридин тинч окянға қарап йолға чиққан, италийәниң икки һәрбий парахотиму тинч окянға қарап йолға чиққан.
Юқириқи дөләтләргә аит бу һәрбий парахотлар, бу йил 6-айниң 29-күнидин 8-айниң 4-күнигичә америка башчилиқида һавай тақим араллири вә униң әтрапидики районларда өткүзүлидиған һәрбий маневирға иштирак қилидикән. Мәзкур маневирниң мәқсити хитайниң һинди-тинч окяндики тәһдитигә тақабил турушни мәқсәт қилидикән.
Бу маневирға қатнишидиған дөләтләр америка, әнглийә, австралийә, бируней, канада, чили, коломбийә, данийә, еквадор, фирансийә, германийә, һиндистан, һиндонезийә, исраилийә, японийә, малайсия, мексика, голландийә, йеңи зеландийә, перу, корейә, филиппин, сингапор, сириланка, тайланд, тонга қатарлиқ 26 дөләтни өз ичигә алидикән.
“никкий асия” гезити, италийәниңму бу маневирға иштирак қилидиғанлиқини билдүргән.
Һәр икки йилда һавай вә униң әтрапида елип берилидиған бу һәрбий маневир дунядики әң чоң деңиз уруши маневири болуп һесаблинидикән.