Хитай һөкүмити тәминләш зәнҗириниң муқимлиқини қоғдап, иқтисади тәрәққиятини илгири сүрмәкчи болған
2023.12.01
“хәлқ тори” ниң 2023-йили 11-айниң 30-күндики хәвиригә асасланғанда, 11-айниң 28 күни бейҗиңда тунҗи нөвәтлик “хитай хәлқара тәминләш зәнҗирини илгири сүрүш көргәзмисиниң ечилиш мурасими вә дуня тәминләш зәнҗиридә йеңилиқ яритиш тәрәққият йиғини” ечилған.
Хитай баш министири ли чяң бу йиғинда сөз қилип, юқири үнүмлүк кәсип зәнҗири, тәминат зәнҗирини тәң бәрпа қилиш, “бир бәлбағ, бир йол” қурулуши һәмкарлиқини давамлиқ алға силҗитиш, һәр дөләтниң өз алдиға сода айримичилиқи қилиш вә хәлқара мал тәминләш зәнҗиригә бузғунчилиқ қилишиға қарши туруш керәкликини тәкитлигән.
Бу йиғинниң ечилиш мурасимиға һиндонезийә билән уругвайниң дөләт башлиқлири, дуня сода тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилати сода вә тәрәққият кеңишиниң катиплири қатнишип видийолуқ сөз қилған.
Хитайниң хәлқара мал тәминләш линийәси уйғур мәҗбурий әмгики билән зич бағлинишлиқ болуп, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири хитай маллириға болған беқиндилиқни азайтиш арқилиқ мәҗбурий әмгәк маллирини импорт қилиштин сақлинишқа тиришип келиватқаниди. “ақсарай тори” ниң 11-айниң 27-күндики мәхсус хәвиригә қариғанда, америка пирезиденти җов байдин шу күни ақсарайниң йеңи тәминләш зәнҗирини яхшилаш вә мал баһасини төвәнлитиш үчүн кеңәш йиғини чақирған. Байдин йәнә “һинди-тинч окяндики 13 дөләт” билән йеңи келишим түзгән болуп, бу келишим арқилиқ тәминләш зәнҗиридики тосалғуларни һәл қилишни мәқсәт қилидикән.
Җов байдинниң тәминләш зәнҗирини яхшилаш вә мал баһасини төвәнлитиш үчүн кеңәш чақирғандин кейинла бейҗиңда тунҗи нөвәтлик хитай хәлқара тәминләш зәнҗирини илгири сүрүш мунбириниң ечилиши һәр саһә кишилириниң диққитини қозғиғанлиқи билинмәктә.