Хәлқара олимпик комитети 3 нәпәр хитай тәнһәркәтчиниң алтун мидалини қайтуриевалди
Хәлқара олимпик комитети пәйшәнбә күни уқтуруш чиқирип, 2008-йили бейҗиң олимпик мусабиқисидә алтун медал алған 3 нәпәр хитай тәнһәркәтчиниң мидалини қайтурувалғанлиқини елан қилди. Медали қайтурувелинған 3 аял тәнһәрикәтчи еғирлиқ көтүрүш түри бойичә алтун медалға еришкән.
Хәлқара олимпик комитетиниң билдүрүшичә, лю чүнхоң, сав ши, чен шейшя қатарлиқ бу 3 хитай тәнһәркәтчиниң мусабиқидин бурун роһландуруш дориси қолланғанлиқи байқалған. Мәркизи венгирийәниң будапешт шәһиридики дуня еғирлиқ көтүрүш җәмийити бу 3 тәнһәрикәтчини айрим җазалиши мумкин. Мәзкур орган өзиниң баянатида, әгәр дөләттә 3 тәнһәрикәтчиниң дора ишләткәнлики байқалса, бу дөләткә мусабиқигә қатнишишни чәкләш җазаси берилиду, дегән.
Хәлқара олимпик комитети пәйшәнбә күнки уқтурушида җәмий 8 нәпәр тәнһәрикәтчини җазалиған. Буларниң ичидә атақлиқ русийә чоюн топ маһири остапчуқ бар. Бу қетим алтун медали тартивелинған 3 нәпәр хитай маһиридин лю чүнхоң аяллар 69 килограмлиқлар бойичә алтум медалға, лю шйешя 48 килограмлиқлар бойичә алтун медалға, сав ши 75 килограмлиқлар бойичә алтун медалға еришкән иди.