Хитай һөкүмити тутулғанлиқи мәлум болған уйғур зиялийлириға “баянат” елан қилдурмақта
2019.02.14
Даңлиқ сәнәткар абдурәһим һейтниң делоси түркийә билән хитай оттурисидики бир мәйдан дипломатийә җиддийчиликигә пилта болғандин кейин, хитай һөкүмити йәнә өзиниң тәшвиқат машинилирини ишқа селип, хәлқараниң көзини бояшқа урунмақта.
Бүгүн, йәни 14-феврал күни “тәңритағ тори” да қәшқәр университетиниң профессори гүлнар обулниң намида бир парчә баянат елан қилинған. Мәзкур баянатта гүлнар обул интайин қаттиқ сөз-ибариләрни ишлитип, уйғур зиялийлири, билим игилири вә диний саһәдики затларниң өткән әсирниң 90-йиллиридин буян уйғур районда аталмиш “бөлгүнчилик”, “диний әсәбийлик” вә “террорлуқ” идийилириниң тарқилишиға сәвәбчи болғанлиқини әйиблигән. Баянатта мундақ дейилгән: “бәзиләр өзлириниң орни вә салаһийитидин пайдилинип, маарип, мәдәнийәт вә сәнәт саһәсидә партийә һәм дөләтниң улини колайдиған зәһәрлик ишлар билән йошурунчә шуғуллинип кәлди. Улар шинҗаңни вәтинимиз җуңгониң қойнидин айрип чиқип, аталмиш ‛мустәқиллиқ чүши‚ вә ‛дөләт қуруш чүши‚ ниң хам-хияллириға мәстанә болди.”
Мәзкур баянатта йәнә диний саһәдики затлар вә диний билим игилири һуҗум характерлик ибариләр билән әйиплинип, уларниң уйғур аптоном районидики җимий “әсәбий идийә” вә “әсәбий һәрикәтләр” ниң қозғатқучиси икәнлики оттуриға қоюлған.
“тәңритағ тори” ниң бүгүнки бетидә йәнә уйғур аптоном районлуқ милләтләр тил йезиқ комитетиниң муавин мупәттиши ибраһим исһақниң намида йәнә бир парчә “баянат” елан қилинған. Униңда “үч хил күч” вә “икки изим”, йәни пантүркизм билән панисламизмға қақшатқуч зәрбә берип, миллий тил-йезиқ саһәсиниң “бөлгүнчилик” идийәсидин халий болушини сақлайдиғанлиқи һәққидә вәдә берилгән.
Радийомизниң 2018-йили 9-айниң 7-күнидики ениқлиши давамида профессор гүлнар обулни өз ичигә алған қәшқәр университетидики 4 нәпәр уйғур әмәлдарниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән иди. Һалбуки, бу хәвәр хәлқараға ашкарилинип, аридин йерим йилдәк вақит өткәндә хитай даирилириниң профессор гүлнар обулни уйғур аптоном районлуқ деһқанчилиқ машинилири идарисиниң муавин идарә башлиқи вәзиписи билән оттуриға чиқириши вә униң намидин “баянат” елан қилиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.
Уйғур вәзийитигә қизиққучи хәлқарадики анализчилар хитай һөкүмитиниң лагерлар вә лагерларға қамалған милйонларчә мәһбуслар мәсилисидә нөвәттә қаттиқ бесимға дуч келиватқанлиқини, хитайниң хәлқара җамаәтниң көзини бояш үчүн тутқундики бир қисим уйғур сәрхиллирини оттуриға қайта чиқирип “оюн” ойнаватқанлиқини тәкитлимәктә.









